Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң оквиллә шөбиси мәһбус һүсәйин җелил һәққидә чақириқнамә елан қилди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.02.24

Бу йил 1-март күни нөвәттә үрүмчидә җаза муддитини өтәватқан сиясий мәһбус һүсәйин җелилниң 45 яшқа толидиған хатирә күни.

Бу мунасивәт билән хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң канададики оквиллә шөбиси канада баш министири степен һарпердин һүсәйин җелилни қутқузушни тәләп қилип чақириқнамә елан қилди. Һүсәйин җелилниң тәрҗимали қисқичә тонуштурулған чақириқнамидә, һүсәйин җелилниң туғулған күнини аилә әзалири билән бирликтә өткүзүши керәклики, әмма хитай тәрәпниң уни та һазирғичә түрминиң ялғуз камирида җазалаватқанлиқи вә һәтта у һәқтә һечқандақ учур бәрмәйватқанлиқи әскәртилди.

Тәшкилат чақириқнамисидә баш министир һарпердин хитай һөкүмитигә бесим ишлитип өз вәтәндиши һүсәйин җелилни түрмидин қутулдурушини тәләп қилди. Мәзкур тәшкилат йәнә өз әзалирини һүсәйин җелилни қутқузушни тәләп қилип баш министир һарпергә мәктуп йоллашқа чақирди. Канададики орвинсор хәвәр ториниң бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә мәзкур тәшкилат 2007- йилдин башлап һәр йили 1-март күни һүсәйин җелил һәққидә туғулған күн тәбрик картиси тарқитип җамаәтчиликни һүсәйин җелил мәсилисигә диққәт қилишқа үндимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.