Хитай һөкүмити уйғур районида аталмиш “маарипни заманивилаштуруш” тоғрилиқ 2 чоң пиланни елан қилди

Мухбиримиз нуриман
2020.06.24

“тәңритағ” ториниң 24-июн бәргән хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити уйғур районида “2035-йилиғичә маарипини заманивилаштуруш” вә “маарипни заманивилаштурушни тезләштүрүш пилани” қатарлиқ икки пиланни елан қилған. Хәвәрдә дейилишичә, 2035-йилиғичә бу пилани толуқ әмәлгә ашуруш пиланланған икән.

Хәвәрдә 2019-йилиниң ахириға қәдәр уйғур районида башланғуч мәктәптин бурунқи балилар маарипиға оқуғучи қобул қилиш омумий нисбитиниң 97. 51 Пирсәнткә йәткәнлики алаһидә тилға илинған.

Хәвәрдә йәнә йеқинқи йиллардин буян уйғур районидики йәсли маарипи үчүн хитай өлкилиридин 140 миңдин артуқ хитай оқутқучи қобул қилинғанлиқи билдүрүлгән.

Көзәткүчиләр хитай һөкүмити 97 пирсәнттин көпрәк омумлаштурғанлиқини илгири сүрүватқан уйғур дияридики йәсли маарипида ата-анилири лагерларға қамалған нәччә йүз миңлиған уйғур йетим балилириниң “хитайчә маарипта тәрбийәлиниватқанлиқи”, уларниң “миллий кимлики” вә “диний кимлики” дин йирақлаштуруливатканлиқини илгири сүрмәктә.

“ню-йорк вақти гезити” 17-март мәхсус мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики уйғур вә башқа түркий милләтләрниң тили, мәдәнийити, етиқади вә кимликини йоқ қелиш үчүн “ятақлиқ мәктәп” ләрни көпәйткәнликини илгири сүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.