Гүзәлнур ханим 3-ай мәзгилидә түрмидики илһам тохтини йоқлайдиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз меһрибан
2016.02.29

Хитай һөкүмити тәрипидин дөләтни парчилаш вә миллий бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш җинайити артилип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохтиниң аяли гүзәлнур, радиомиз зияритини қобул қилип, бу йил 3-ай мәзгилидә түрмидики илһам тохтини йоқлайдиғанлиқини билдүрди.

28-Феврал радиомиз гуаңдуң бөлүминиң хоңкоңдики мухбириниң зияритини қобул қилған гүзәлнур ханим, 2014-йили 23-сентәбир һөкүм елан қилинғандин кейин, ери илһам тохтини һәр үч айда бир қетим йоқлашқа рухсәт қилинған болсиму, әмма бултур 7-айға кәлгәндә андин өзиниң балилири билән бир қетим йоқлиялиғанлиқини, бултур 10-айда илһам тохтиниң акиси вә аписиниң түрмигә берип уни йоқлаш пурситигә еришкәнликини билдүрди.

Өткән һәптә радиомиз зияритини қобул қилған илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханим, хитайниң чаған мәзгилидә илһам тохтини йоқлимақчи болған болсиму, әмма саламәтлики яхши болмиғанлиқи вә ейҗиңда балилирини беқиш, оқутушта көп қийниливатқанлиқи үчүн, үрүмчигә берип ерини йоқлашқа имкани болмиғанлиқини, әмма илһам тохтиниң атуштики 2-акиси уни йоқлаш үчүн үрүмчигә барған болсиму, әмма илһам тохти билән көрүшәлмигәнлики қатарлиқларни билдүргән вә бу әһваллар инкас қозғиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.