Илһам тохтиниң тәһдиткә учриғанлиқи хәлқараниң диққитини қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2013.11.05
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бейҗиңдики тонулған уйғур зиялийси илһам тохтиниң уни көзитиш үчүн бекитилгән хитай дөләт аманлиқини қоғдаш сақчиси тәрипидин тәһдиткә учриғанлиқи хәлқара мәтбуатларда күчлүк инкас қозғиди.

Хәлқара мәтбуатларда бу вәқә һәққидә пикир баян қилған сиясий анализчилар, даириләрниң бу қилмишиниң 28-өктәбир бейҗиңда йүз бәргән тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсидин кейин,хәлқара мәтбуатларда бу вәқә һәққидә күчлүк инкас қайтурған илһам тохтидин өч елиш үчүн елип барған тәһдит вә агаһландуруш икәнликини илгири сүрди.

Илһам тохти әпәндиму хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, дөләт аманлиқни қоғдаш сақчисиниң бу тәһдитидин башқа йәнә, бейҗиң сақчи даирилириниңму өзигә тәһдит селиватқанлиқини, әмма өзиниң мустәқил қиммәт қаришини башқилар билән ортақлишиш үчүн хәлқара мәтбуатларда авазини аңлитиштин ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүргән.

Илһам тохти 2-ноябир шәнбә күни аммиви алақә тори вичатта учур йоллап, аяли вә икки оғлини елип, шәхси аптомобилида бейҗиң милләтләр университетиниң дәрвазиси алдида изиға чүшкән дөләт аманлиқини қоғдаш сақчисиниң аптомобили тәрипидин соқулғанлиқини вә уни соққан дөләт аманлиқини қоғдаш сақчисиниң өзигә тәһдит селип, “шундақ сени мән соқтум, мән сениң икки оғлуң билән аялиңни сән билән қошуп өлтүрүвәтмәкчи! чүнки сән буниң немә үчүнлүкини обдан билисән” дәп тәһдит салғанлиқини, аптомобил қазасини бир тәрәп қилишқа кәлгән бейҗиң сақчи хадимлириниң дөләт аманлиқини қоғдаш сақчисиниң қечип кетишигә сүкүт қилғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.