Уйғур зиялийси илһам тохти 54 яшлиқ туғулған күнини йәнә түрмидә күтүвалди
2023.10.26
25-Өктәбир күни, хитайда муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған, хитай мәркизи милләтләр университетиниң сабиқ дотсенти илһам тохтиниң туғулған күни мунасивити билән уни хатириләш муһакимә йиғини өткүзүлгән.
Германийәдики “илһам тохтини қоллаш гурупписи” орунлаштурған бу тор сөһбәт йиғиниға явропа иттипақиниң бир қисим парламент әзалири, кишилик һоқуқ қурулушлириниң вәкиллири қатнишип сөз қилған.
Илһам тохти бу йил 54 яшқа киргән болуп, бу униң түрмидә күтүвалған 9-қетимлиқ туғулған күни болуп һесаблиниду. Илһам тохти муддәтсиз кесилгәндин кейин үч йилғичә болған арилиқта йәни 2014-йилидин 2017-йилиғичә илһам тохтиниң аилисидикиләр униң билән һәр 3 айда бир қетим көрүшәлигән болсиму, бирақ 2017-йилидин кейин бундақ көрүшүшләр пүтүнләй тохтитилған. Шундин бери илһам тохтиниң әһвали, саламәтлики һәтта һаят болуп-болмиғанлиқиму намәлум турмақта.
Чәтәлләрдики кишилик һоқуқ тәрәпдарлири илһам тохтиниң туғулған күнидә хитай һөкүмитидин илһам тохтиниң ақивити һәққидә мәлумат бериш, уни қоюветиш чақириқлирини қайта оттуриға қойди.