Сребреника ирқий қирғинчилиқини хатириләш күнидә уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши туруш чақириқ қилинған
2021.07.14
-Июл “исраил вақти” торида елан қилинған бир мақалидә сребреника ирқий қирғинчилиқини хатириләш күнидә уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши туруш чақириқ қилинған.
Бу һәптә сребренка ирқий қирғинчилиқи йүз бәргәнликиниң 26 йиллиқи хатирилинидикән. 26 Йил бурун сербийә армийәси сребренкада 8000 мусулманни өлтүргән болуп, 2-дуня урушидин кейин явропа туприқида йүз бәргән әң еғир қирғинчилиқ дәп қаралған.
Мақалидә көрситилишичә, бүгүнки күндә бирмида роһинга мусулманлири, хитайда болса уйғурлар ирқий қирғинчилиқниң қурбани болмақта. Мәлум динға мәнсуп кишиләр зораван күчләрниң зиянкәшликигә учриған мисаллар тарихта көп көрүлгән, йәһудийлар буниң әң типик мисали икән. Йәһудийлар 2-дуня урушиниң алдида әң еғир ирқий қирғинчилиққа учриғандин кейин, омумйүзлүк бирлишип исраилийә дөлитини қуруп чиққан һәмдә “бундақ ирқий қирғинчилиқ қайта йүз бәрмисун” дегән чақириқни пүтүн дуняниң шоариға айландурған. Әмма кейин, бундақ ирқий қирғинчиқлар йәнә йүз бәргән, хәлқара тәшкилатлар буниңға арилашқан. Әмма бүгүн хитайда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиққа хәлқара җәмийәт вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати асасән сүкүт қилмақта.
Хәвәрдә ейтилишичә, сребренка ирқий қирғинчилиқини хатириләшниң 2021-йиллиқ баш темиси “турмушни йеңидин бәрпа қилиш” болуп, буниң мәниси “бүгүнки ирқий қирғинчилиқларни тохтитиш үчүн техиму көп һәрикәт қилиш” дегәнлик икән. Адаләтсизлик вә зиянкәшликни тосуш үчүн һәрикәт қилмаслиқ әмәлийәттә у җинайәтләрни сүкүт ичидә қоллиғанлиқ болидикән. Ирқчилиқ вә өчмәнликни көрүп туруп аваз чиқармиғанда, уни қоллайдиған рәзил күчләр техиму һәддидин ашидикән.