Истанбул ататүрк айродромидики террорлуқ һуҗумда һаятидин айрилған уйғур яш йәрликигә қоюлди
2016.06.30
28-Июн истанбул ататүрк хәлқара айродромида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида оқ тегип һаятидин айрилған уйғур яш абдулһәким буғданиң җиназа намизи пәйшәнбә күни чүшүрүлүп, мейити йәрликкә қоюлди.
Түркийә т р т радийоси хәвиридин мәлум болушичә, мәрһумниң 30-июн әсир намизидин кейин истанбул зәйтинбурнудики аминә инанч җамәсидә чүшүрүлгән җиназа намизиға түркләр вә истанбулдики уйғурлар болуп нурғун адәм қатнашқан. Мәрһумниң түркийә байриқи йепилған җиназиси зәйтинбурнудики силиврикапи айвали қәбристанлиқида йәрликкә қоюлған.
Фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқулар вә радийомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, түркийәдики “чәләби” намлиқ бир тез йәткүзүш ширкитиниң истанбул ататүрк айродромидики тармиқида ишләйдиған уйғур яш абдулһәким буғда 1991-йили туғулған болуп, у 28-июн кәч саәт 9 дин 22 минут өткәндә мәйданға кәлгән қанлиқ террорлуқ һуҗумида үч пай оқ тегип еғир яриланғандин кейин, қутқузуш үнүм бәрмәй вапат болған.
Ататүрк хәлқара айродромида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 41 адәм һаятидин айрилип, 239 адәм яриланған иди.