Уйғур елидә кечилик тәкшүрүш күчәйтилип, телефонлар контрол қилинди
2013.04.30
23 - Апрел маралбеши вәқәсидин кейин, даириләр уйғур елидә һәр хил бихәтәрлик тәдбирлири алғандин башқа өй вә қол телефонлириға қаритилған контроллуқни күчәйтти. Телефонларға болған контроллуқ һәққидә рәсмий уқтурушму чиқирилған.
Мәлум болушичә, уйғур елиниң хотән, қәшқәр,ақсу, ғулҗа қатарлиқ җайлиридики уйғурлар топлишип олтурақлашқан мәһәллиләрдә кечилик тәкшүрүш вә натонуш кишиләрниң кимликини тәкшүрүш күчәйтилгән.
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, бирнәччә күндин буян маралбеши вә җәнубий уйғур елидики өй телефонлириға чәтәлдин урулидиған телефонлар контрол қилинған. Ундин башқа аһалилар намәлум телефонларға җаваб бәрмәсликкә агаһландурулған. Даириләр үрүмчидә 27 - апрел күни уқтуруш чиқирип,3 - майдин илгири үрүмчи төмүрйол идариси қатарлиқ җайлардики нимкәш телефон базарлириниң тақилидиғанлиқини елан қилған.
“уйғурбиз” торидиму җәнубий уйғур елидики идарә - органларда көзәтчи хадимлар көпәйтилип,аһалиләр райониға натонуш кишиләрниң кириши чәкләнгәнлики хәвәр қилинди. “уйғурбиз” ториниң 28 - апрелдики санида,хотән пән - техника идарисиниң аһалиләр райониға кечиси саәт 9 дин кейин кириш - чиқиш чәкләнгәнлики, ақсу даирилириниң кечә саәт 11 дин кейин барлиқ тиҗарәтчиләрниң дуканлирини тақашни уқтуруп, идарә - органлардики күзәтчиләрни көпәйткәнлики хәвәр қилинди.