Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати қатарлиқлар бирләшмә баянатида хитайниң террор сияситини әйиблиди
2015.06.30
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати қатарлиқлар бирләшмә баянатида хитайниң террор сияситини әйиблиди
30-Июн күни хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати, хәлқара кишилик һоқуқ федиратсийәси, хәлқара кишилик һоқуқ мулазимити қатарлиқ тәшкилатлар бирләшмә баянат елан қилип, хитайниң террор сияситини тәнқидлиди.
Баянатта, хитайниң террорни баһанә қилип кәң көләмлик бастуруш сиясити йүргүзүватқанлиқи тәнқидлинип,“һәтта кишиләрниң нормал диний етиқад паалийәтлири вә хитай компартийисиниң диний сиясити вә миллий сияситигә тинч йол арқилиқ наразилиқини ипадилигүчиләрму террорлуқ қалпиқи билән тутқун қилинип бастурулуватиду” дегән баянлар берилгән.
Хитай һөкүмитиниң уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләргә қаратқан диний вә миллий бастуруш сиясити хәлқараниң диққитини қозғаватқан болуп, хитайниң рамзан мәзгилидә уйғурларниң роза тутуши вә нормал диний паалийәтлирини “диний радикаллиқ” дәп чәклиши, уйғурларниң һөкүмәтниң диний чәклимилиригә болған наразилиқини ипадилиши “террорлуқ һәрикәт”дәп қанлиқ бастурушқа учриши қаттиқ тәнқидкә учримақта.