Ма шиңрүй қәшқәрдә “башқурушни һәр бир аилә, һәр бир шәхскә қәдәр конкретлаштуруш” ни тәләп қилған
2025.01.13
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй 11-январ уйғурлар қәшқәр вилайити билән қизилсу областида тәкшүрүштә болған һәмдә асасий қатламға болған контроллуқни техиму қаттиқ күчәйтишни тәләп қилған.
Ма шиңрүйниң көрситишичә, райондики асасий қатлам тармақлири “башқуруш вә мулазимәтни һәр бир аилә вә һәр бир шәхскә қәдәр конкретлаштуруши керәк” икән. Бу ма шиңрүйниң өткән һәптә хотәндә тәкшүрүштә болушиниң арқисидин қәшқәр вилайити билән қизилсу областидиму тәкшүрүштә болушидур. У хотәндә тәкшүрүштә болғандиму асасий қатлам партийә органлири билән сақчиханиларни күчәйтип, авамға, йәни асасий қатламдики йәрлик хәлққә болған контроллуқни техиму юқири көтүрүшни тәләп қилған.
“шинҗаң гезити” ниң 12-январ бәргән хәвиридин мәлум болушичә, ма шиңрүй қәшқәр вилайитиниң йеңисар наһийәси йеңисар базириға қарашлиқ игилик тикләш аһалиләр комитети (иҗтимаий райони) да тәкшүрүштә болғанда мундақ дегән: “асасий қатлам аһалиләр комитетиниң партийә қурулушиға һәр вақит әһмийәт берип, партийә тәшкилатиниң сиясий вә тәшкилий иқтидарини күчәйтип, башқуруш вә мулазимәтни һәр бир аилә, һәр бир кишигә қәдәр конкретлаштуруш керәк”.
Ма шиңрүйниң җәнубтики уйғурлар зич олтурақлашқан вилайәт, областларда арқа-арқидин тәкшүрүштә болуши, уйғур аптоном районлуқ җ х назири йеңи йил вә хитайниң чаған байрими һарписида пүткүл район миқясида “қишлиқ оператсийә” һәрикити қозғап, райондики “бихәтәрлики мурәккәп саһәләр” гә қарита нишанлиқ тазилаш елип бериватқан бир вақитта елип берилған.
Чәт әллик мутәхәссис вә анализчилар, “қишлиқ оператсийә” хитайниң мәмликәт характерлик һәрикити болсиму, әмма униң уйғур елидә нишанлиқ һалда уйғурларға қаритилғанлиқини илгири сүрмәктә. Ма шиңрүйниң йеңисарда җ х тармақлириға бәргән йолйоруқида, сақчи күчлириниң мәһәллә вә кәнтләрдики контроллуқни күчәйтишини тәләп қилғанлиқи қәйт қилинмақта.
“шинҗаң гезити” ниң билдүрүшичә, ма шиңрүй йеңисар базарлиқ сақчи понкитида тәкшүрүштә болғанда, шәһәр вә наһийәлик җ х идарилириниң сақчи күчлирини йеза-базарлардики сақчиханиларға, йеза-базарлиқ сақчиханиларниң сақчи күчлирини кәнт вә әң кичик иҗтимаий районларғичә мәркәзләштүрүшни тәләп қилған. У асасий қатламдики сақчи күчлириниң “муқимлиққа мунасивәтлик хәтәрләрни назарәт қилиш, тәһлил қилиш вә бир тәрәп қилишта пухта, тәпсилий болуп, муқимлиқни қоғдашниң мустәһкәм мудапиә линийәсини үнүмлүк бәрпа қилиш” ни тәкитлигән.