Пакиз енергийәгә чирмашқан “мәйнәт меһнәтләр” давамлиқ тәнқид обйекти болмақта

Мухбиримиз әзиз
2021.04.13

Уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк мәсилиси изчил дуняниң зор дәриҗидә диққитини қозғаватқан болуп, йеқиндин буян буниң бир муһим нуқтиси дуня бойичә әң пакиз вә сап енергийә, дәп қариливатқан қуяш енергийәси саһәсигә мәркәзлишишкә башлиди.

Қуяш енергийәсиниң дуня миқясида омумлишиши һәмдә килимат мәсилисиниң дуняви мәсилигә айлинишиға әгишип буниңдики әң муһим һалқа болған енергийә тахтиси (көк таш) ға болған еһтияҗ зор дәриҗидә ашқан. Буниң билән ғайәт зор сандики әрзан баһалиқ көк ташлар хитайдин импорт қилинип, хәлқара базарда йетәкчи орунни игиливалған. Әмма йеқиндин буян хитайдин импорт қилиниватқан бу тахтиларниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш билән зич бағлинишлиқ икәнлики көпләп мәлум болғанлиқтин, һәрқайси дөләтләр бу хилдики “заманиви қуллар әмгики” бәдилигә пүткән пакиз енергийә васитисини қоллиниш яки қолланмаслиқ мәсилиисдә иккилинип қелишқа башлиди.

“ташқи сиясәт” журнилиниң 12-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, хитайдин импорт қилиниватқан көк ташларниң баһаси әрзан болғанлиқтин ғәрб дунясидики базарда сетиливатқан мәһсулатларниң мутләқ көп қисмини мушулар игилигән. Буниң билән әрзан баһалиқ көк ташлар әрзан баһалиқ пакиз енергийә бәрпа қилған болсиму әмдиликтә буниңға чирмишип кәткән мәҗбурий әмгәк мәсилисини һәрқайси саһәдики кишиләр “мәйнәт меһнәт” дәп тәнқид қилмақтикән.

Мақалида көрситилишичә, бу хил “иплас меһнәт” ялғуз уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш билән түгимәстин йәнә һәддидин зиядә әрзан болғанлиқи билән ғәрб дунясидики нурғун көк таш завутлирини вәйран қиливәткән. Бу мәнидин алғанда мәйли уйғурлар болсун яки ғәрб истемалчилири болсун буниң қошлап зийиниға учримақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.