Уйғур даирилири бу йиллиқ норузни милләтләр иттипақи тәшвиқат мәйданиға айландурди

Мухбиримиз меһрибан
2017.03.21


Хитайниң һөкүмәт таратқулириниң сәйшәнбә күнидики хәвәрлиридә, уйғур районида бу йилқи норуз байриминиң “милләтләр инақлиқи” кәйпиятида өткәнлики, 20-март күни уйғур дияриниң җәнуб-шималидики һәрқайси наһийә, йезиларда норузлуқ сәнәт паалийәтлири өткүзүлгәнлики, һәр милләт хәлқиниң норуз еши йейиш, дала сәйлиси уюштуруш қатарлиқ паалийәтләр билән норузни күтивалғанлиқи тәшвиқ қилинди.

Йеқинқи бирқанчә йилдин буян уйғур аптоном район даирилириниң, уйғур қатарлиқ түркий хәлқләр арисида өткүзүлүватқан мәшрәп, норуз, бағ-чичәк сәйлиси қатарлиқ аммиви байрамларни сиясийлаштүрүп, теливизийә қатарлиқ һөкүмәт таратқулирида милләтләр инақлиқи тәшвиқатиға айландуруватқанлиқи чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири, хәлқара тәшкилатлар вә таратқуларниң диққитини қозғиған.

Бу һәқтики инкасларда, хитай һөкүмәт даирилириниң уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң мәшрәп, норуз қатарлиқ аммиви паалийәтлирини һөкүмәт тәшвиқатиға айландуруп, әксичә уйғур хәлқи арисида давамлишип келиватқан ислам диний түси қоюқ болған өлүм, никаһ мурасимлиридики диний өрп-адәтләргә чәклимә қоюш, һәтта рамизан ейидики роза тутуш, мәсчитләрдә колликтип иптар қилиш қатарлиқ диний паалийәтләрни “қанунсиз диний паалийәтләр” дегән намлар билән чәкләватқанлиқи тәкитләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.