Уйғур аптоном районлуқ парткомниң әмәлдари уйғур районида “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни үзүл-кесил һәл қилишни тәләп қилди
2023.09.25
Уйғур аптоном районлуқ партком бирликсәп бөлүминиң даимий муавин башлиқи су шяңдоң 24-сентәбир күни үрүмчидә чақирилған бир қетимлиқ муһакимә йиғинда сөз қилип, районда “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилишта “сиясий етирап қилиш вә хәлқиниң көңүлдин қобул қилиши мәсилисини үзүл-кесил һәл қилиш” ни тәләп қилған. Униң көрситишичә, “җуңхуа миллити ортақ еңини бәрпа қилиш партийәниң йеңи дәврдики милләтләр хизмити вә милләтләр нәзәрийәси тәтқиқатини чоңқурлаштурушниң түп асаси” икән. “җуңхуа миллити ортақ еңи бәрпа қилишниң нәзәрийә вә әмәлийити” намлиқ бу йиғинниң, хитай һөкүмити 2017-йили уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип, лагер-түрмиләргә қамаш, йәнә бир қисим уйғурларни “йөткәп ишқа орунлаштуруш” намида мәҗбурий ишчиларға айландуруш билән бир вақитта, уйғур районини омумйүзлүк хитайлаштурушқа киришкәндин бери 2-қетим чақирилиши болуп һесаблиниду.
Бу қетимқи йиғин хитай рәиси ши җинпиңниң өткән айниң ахирлири җәнубий африқадин қайтиш сәпиридә үрүмчидә тохтап, йәрлик даириләрдин униң “шинҗаңни башқуруш истратегийәси” ни давамлиқ қаттиқ иҗра қилиши, “шинҗаңда исламни хитайчилаштуруш” ни тезлитиши вә “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилишни техиму күчәйтишни тәләп қилишиниң арқисидинла өткүзүлгән. Уйғур аптоном районлуқ бирликсәп бөлүми ториниң хәвиридин мәлум болушичә, йиғинда су шяңдоң: “биз ортақлиқни күчәйтиш йүзлинишигә қарап меңишимиз, җуңхуа миллити ортақ еңи бәрпа қилишта чоңқур, ичикә вә әмили тәтқиқатларни елип беришимиз, ‛җуңхуа миллити ортақ еңи бәрпа қилиш‚ хизмитиниң муһим әмәлийити вә мол мәзмунини тоғра чүшинип вә чиң тутуп, сиясий етирап қилиш вә хәлқниң көңүлдин қобул қилиш мәсилисини түп йилтизидин үзүл-кесил һәл қилишимиз керәк” дегән.
“шинҗаң гезити” ниң билдүрүшичә, уйғур аптоном районлуқ бирликсәп бөлүми, уйғур аптоном районлуқ диний ишлар идариси, шинҗаң педагогика университети қатарлиқ орунлар уюштурған бу йиғинға уйғур райони вә хитай өлкилиридин 12 дәк орун қатнашқан.