Хитай уйғур районидики дохтурханиларниң пиланлиқ туғут қурулушиға 4 милярд 790 миң сом мәбләғ салди
2015.06.30
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири хитайниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сияситини әйибләватқан шараитта, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райониниң сәһийә пиланлиқ туғут қурулушиға йәнә зор көләмдә мәбләғ селиши диққәт қозғиди.
Хитайниң җуңго хәвәрләр ториниң йеқинқи хәвиридә “шинҗаңға ярдәм” программисиға қатнашқан 19 өлкә, шәһәрниң йеңи бәш йиллиқ пиланда, уйғур районидики пиланлиқ туғут қурулушиға 4 милярд 790 милйон сом мәбләғ салғанлиқини, 2015-йилниң алдинқи йерим йилиғичә бу мәбләғниң 90% әмәлийләштүрүлүп, уйғур аптоном районидики сәһийә пиланлиқ туғут әслиһәлири йеңиланди, дәп хәвәр берилди. Хәвәрдә йәнә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий һәйәт әзаси ханибат сабирниң “сәһийә вә пиланлиқ туғут әслиһәлирини яхшилап, бу җәһәттики хизмәтләрни чиң тутуш шинҗаңниң иҗтимаий муқимлиқи вә узун муддәт әминликигә зор төһпә қошиду” дегән сөзлири нәқил елинған.
Хитай хәвиридә “райондики сәһийә пиланлиқ туғут қурулушиға селинған 4 милярд 790 милйон сом мәбләғниң 351 дохтурхана вә давалаш понкитидики қурулуш түригә селинғанлиқини, нөвәттә хебий, җяңши өлкилириниң райондики дәсләпки қурулушлири тамамланғанлиқи тилға елинди. Хәвәрдә райондики сәһийә пиланлиқ туғут әслиһәлиригә селинған мәбләғниң көпәйтилип, бу саһәдики техникилар яхшиланғанлиқи алаһидә әскәртилгән. Һалбуки дуня уйғур қурултийи вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң уйғурларға қаратқан сияситини тәнқидлигәндә “хитайниң районда елип бериватқан пиланлиқ туғут сиясити уйғурларниң нопусини азайтиш сияситидин ибарәт” дәп әйибләп кәлмәктә.