Қаһиридә президент мурсини истипаға чақириш намайиши өткүзүлди

Мухбиримиз үмидвар
2013.06.30

Йәкшәнбә күни мисир пайтәхти қаһирә вә мәмликәтниң башқа җайлирида бир қанчә он миң адәм қатнашқан кәң көләмлик наразилиқ намайишлири йүз берп, президент мурсини вәзиписидин истипа беришкә чақирди.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә намайишчилар қаһирәдики азадлиқ мәйданиға топлинип, намайиш қилиш билән биргә “мурси йоқал” дегән шоарларни товлиған. Бу өктичиләр намайиши болуп, бу хилдики наразилиқ һәрикәтлири, порт шәһәр александрийидиму йүзбәргән.

Әмма, мурсини истипаға чақирған, өктичиләрдин башқа йәнә зор сандики мусулман қериндашлар җәмийитиниң әзалири вә мурсиниң башқа қоллиғучилири йиғилиш өткүзүп, уни қоллаш һессиятини билдүргән.

Қоллиғучилар мурсиниң қанунлуқ, сайлам билән мәйданға кәлгән президент икәнликини, униң вәзиписидин қелиш қалмаслиқини пәқәт сайлам арқилиқ бәлгиләшкә болидиғанлиқини билдүрүшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.