Қазақистан тарқатқан “қазақистан” хәритиси инкас қозғимақта
2017.09.17
Қазақистан дөләтлик учур агентлиқиниң тор бетидә йеқинда қазақистанниң йеңи бир хәритиси елан қилинғандин кейин тездин инкас қозғалған болуп, мәзкур хәритидики бир қисим русийә тупрақлири, өзбекистан вә хитайниң контроллуқидики җайларниң “қазақистан” хәритиси ичигә киргүзүлүши русийә мәтбуатлирида түрлүк инкас пәйда қилған.
Русийәниң “регнум” торида елан қилинған вә “оттура асия” тори көчүрүп басқан “дөләт агентлиқи ‛қазинфо‚ қазақистанниң русийә вилайәтлирини бирләштүргән хәритисини елан қилди” дәп аталған бу һәқтики бир мақалидә көрситилишичә, қазақистан һөкүмитигә тәвә “қазинфо” агентлиқиниң торида елан қилинған қазақистан хәритисидә қазақистан тәркибигә русийәгә тәвә омск, оринбург, өзбекистанниң ташкәнт, нукус шәһәрлири шуниңдәк уйғур аптоном районидики ғулҗа киргүзүлгән. Әмма, бу хәритә инкаслардин кейин 14-сентәбир күни дәрһал тордин еливетилгән. Мәзкур хәритә әслидә мәзкур агентлиқниң тор бетидә бесилған қазақистан дөләт тилини заманивилаштуруш мәсилисигә аит йезилған бир парчә мақалиға қистурма қилинған икән.
Әмма, һазирғичә русийә, хитай, өзбекистан қатарлиқ әлләрниң мәзкур хәритигә қарита қандақ инкаста болғанлиқи намәлум болсиму, бирақ қазақистан тәрәп 2014-йили, русийәниң бир нәпәр юқири дәриҗилик әмәлдариниң 20-әсирниң 30-йиллирида бир қисим русийә земинлириниң қазақистанға айрип берилгәнлики һәққидики сөзлиригә наразилиқ инкаси билдүргән.
Илгири, йәнә русийә президенти путинниң қазақларниң тарихта дөләт қуруп бақмиғанлиқиға аит сөзлириму қазақистан һөкүмити вә хәлқидә җиддий инкасларни пәйда қилған иди.