Қәшқәр вилайити бойичә 144 кәспий хизмәт орниға бирму киши илтимас қилмиған
2015.01.05
Қәшқәр вилайәтлик һөкүмәт тор 4 - январ күни вилайәт бойичә һәр дәриҗилик һөкүмәт орунлириға 144 кәспий хадим қобул қилидиғанлиқини елан қилған. Һалбуки, аридин икки күн өткән болсиму юқириқи хизмәт орунлириға бирму киши тизимға алдурмиған.
Мәлум болушичә, торда елан қилинған 144 кәспий хизмәт орунлири ичидә қәшқәр вилайәтлик қанунчилиқ җәмийити, вилайәтлик партийә мәктипи, вилайәтлик малийә башқармиси, вилайәтлик интернет учурлирини башқуруш ишханиси қатарлиқ идарә-җәмийәтләр бар икән.
Уқтурушта юқириқи хизмәт орунлириға илтимас қилғучиларниң алди билән кәспий имтиһанға тизимлитиши тәләп қилинған.
Алий мәктәпләрни пүттүргән миңлиған уйғур яшлири ишсиз йүргән әһвалда қәшқәр вилайитигә қарашлиқ һөкүмәт хизмитигә бирму кишиниң илтимас қилмаслиқи күчлүк диққәт қозғимақта.
Көзәткүчиләр, юқириқи хизмәт орунлириниң мутләқ көп қисминиң әмәлийәттә хитайларни нишан қилғанлиқини, хитай иш издигүчиләрниң вәзийити давалғуп турған уйғур елида йәрлишип хизмәт қилиштин қорққан болушидәк еһтималлиқни илгири сүрмәктә.