Қирғизистан хитайниң қирғизларға виза беришни тохтатқанлиқиға нота бәргән, әмма хитай писәнт қилмиған
2016.09.30
Қирғизистан һөкүмити хитайниң қирғиз пуқралириға виза беришни тохтатқанлиқиға 2 қетим нота тапшуруп, визини тезрәк әслигә кәлтүрүшни тәләп қилған. Әмма хитай тәрәп қирғизистан һөкүмитиниң нотисиға писәнт қилмиған. Хитайға икки қетим нота тапшурған.
Бу йил 30-авғуст хитайниң бишкәктики әлчиханиси аптомобил бомба һуҗумиға учриғандин кейин, хитай қирғизистан пуқралириға виза беришни тохтатқан иди. Қирғизистан ахбаратиниң билдүрүшичә, хитайниң визини тохтитиши хитайда оқуйдиған қирғиз оқуғучилириниң оқушиға тәсир қилған. Һазир оқуш башлинип кәткән болсиму, әмма 400 дәк қирғиз оқуғучи визиси йоқ оқушқа амалсиз қалған.
Қирғизистан ахбаратиниң билдүрүшичә, қилишичә, қирғизистан ташқи ишлар министирлиқи хитайға икки қетим нота тапшуруп, виза мәсилисини тезрәк һәл қилишни тәләп қилған болсиму, әмма хитайдин қанаәтлинәрлик җаваб алалмиған.
Хитайниң бишкәктики әлчиханиси қирғизистан ташқи ишлар министирлиқиниң нотисиға бәргән җавабида, “бомба һуҗуми әлчихана бинасини зиянға учритип, виза басидиған басма машинисини бузуп ташлиди. Һазир әлчихана хизмитини толуқ әслигә кәлтүрүп, адәм күтүвелишқа шараитимиз яр бәрмәйду” дәп тәкитлигән.
Бу йил 30-авғуст хитайниң бишкәктики әлчиханиси аптомобил бомба һуҗумиға учрап, һуҗумчи өлгән, аз дегәндә 3 адәм яриланған. Қирғизистан һөкүмити һуҗумни таҗикистан бир уйғурниң елип барғанлиқи, уни сүрийәдики шәрқи түркистан қораллиқ ғазатчи гуруһлириниң пиланлиғанлиқини елан қилған. Өзбек, қирғиз, уйғур болуп бир қанчә адәм үстидин тутуш буйруқи чиқарған иди.