Явропа парламент әзаси сахароф мукапатини илһам тохтиға беришкә чақирди

Мухбиримиз әркин
2016.10.07

6-Өктәбир, явропа парламентида бу йиллиқ сахароф пикир әркинлики мукапатиниң намзатлирини тонуштуруш йиғини өткүзүлди. Йиғинда явропа парламент әзаси илхан күчүк, илһам тохтиниң сахароф мукапатиға әң мувапиқ намзат икәнликини, мукапатниң униңға берилишини тәләп қилған.

Йиғинда, бу йиллиқ сахароф мукапатиға намзат 5 кишиниң тәрҗимиһалиға даир қисқа филим қоюлуп, уларниң иш -һәрикити явропа парламенти ташқи сиясәт комитети, тәрәққият комитети вә кишилик һоқуқ комитетиға тонуштурулған.

Йиғинда, илхан күчүк илһам тохтини намзатлиққа көрсәткән 43 нәпәр явропа парламент әзасиға вакалитән сөз қилип, униң хитай тилида тор ечип, уйғурлар билән хитайлар оттурисидики өз-ара чүшәнчә вә алақини алға сүрүп кәлгәнликини тәкитлиди.

У, шуңа “у сахароф вә бу мукапатниң ғайисигә вәкиллик қилиду. У бу мукапатқа әң мувапиқ намзат. Парламентиниң сахароф мукапатини униңға беришини үмид қилимиз. Шундақ қилғанда парламент өзиниң уйғурлар вә хитай кишилик һоқуқ ишлириға болған қоллишини намаян қилиду” дегән.

Илһам тохтини өз ичигә алған 5 киши бу йиллиқ сахароф пикир әркинлики мукапатиға талланған. явропа парламенти 11‏-өктәбир 5 нәпәр намзат ичидин 3 кишини таллап, 27‏-өктәбир мукапат саһибини елан қилиду.

Илһам тохти тонуштурулған 5 минутлуқ филимда, америка қәләмкәшләр мәркизиниң рәиси петер гадвен, америкилиқ тибәтшунас, профессор еллиот сперлиң, сахароф мукапати саһиби, хитай паалийәтчи ху җя қатарлиқ кишиләр сөз қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.