Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати уйғур елидә “2024-йиллиқ террорлуққа қарши туруш” манивери өткүзди
2024.07.23
Хитай қораллиқ қисми шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң қораллиқ күчлири билән бирликтә уйғур елидә “террорлуққа қарши һәмкарлиқ—2024” намлиқ һәрбий маневирни башлиған.
“әзәрбәйҗан хәвәрлири” ториниң 23-июл бәргән хәвиридә ейтилишичә, бу һәрбий маневирни уйғур елидә өткүзүш 2023-йил 9-айда қарар қилинған. Маневирда “террорлуқ шайкилирини тазилаш алаһидә һәрикити” орунлаштурулған.
Хитай мәркизий телевизийә истансисиниң бу һәқтә бәргән сүрәтлик хәвиригә қариғанда, бу һәрбий маневир шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурулуш мәқсәтлиридин бири болған “шинҗаң вә оттура асиядики террорлуққа қарши туруш” еһтияҗиға асасән пиланланған болуп, асаслиқ вәзипини хитай тәрәп үстигә алған. Сүрәтләрдә, хитай тәшкиллигән қораллиқ сақчиларниң қалқан машина, тик учар айропилан, адәмсиз учқу (дрон), һәтта машина адәм билән аталмиш “террорчиларниң увиси” ға тәқлидий һуҗум қилғанлиқи көрситилгән.
Хитай һөкүмити йиллардин буян “террорлуққа қарши турушниң йилтизи әсәбийликни түгитиш” дегән шоар билән уйғур елидә кәң көләмлик түрмә вә җаза лагерлирини қуруп, милйонлиған уйғур вә башқа милләт аһалисини солап қийнап, бәзилирини өлтүрүп, бәзилирини мәҗбурий әмгәккә селип кәлгән. Андин буни хәлқараға “бүйүк мувәппәқийәт” сүпитидә көрситип, “бу сиясәт нәтиҗисидә шинҗаңда террорлуқ вәқәлири йүз бәрмиди” дәп тәшвиқ қилип келиватқаниди. Һалбуки, хитайниң бу қетим шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр билән бирликтә һәрбий маневир өткүзүши, бу маневирда уйғурларниң өйигә охшайдиған өйләрни қоршап, тәқлидий һуҗум қилишлири хитайниң йәнила уйғурларни террорчи дәп қарилаштин янмиғанлиқини, тәшвиқатлирини хәлқара вәзийәткә беқип халиғанчә өзгәртидиғанлиқини, һәр даим суйиқәст, ялған вә һийлә-микир билән һәрикәт қилидиғанлиқини көрсәтмәктә.