Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлириниң йиғини җүмә күни ташкәнт шәһиридә башланди
2013.11.29
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлириниң йиғини җүмә күни өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлди.
Бүгүнки йиғинда әза дөләтләр қатнаш йоли келишими имзалиниши мумкин. Мәзкур келишимдә, 2017-йили әза дөләтләр қуруқлуқ қатнаш йолини өз ара туташтуруш оттуриға қоюлған.
Йиғинда йәнә, әза дөләтләр оттурисидики сода-иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтиш, болупму қатнаш транспорт, енергийә, алақә қатарлиқ асаси әслиһәләр қурулуши саһәсидики һәмкарлиқни күчәйтиш музакирә қилиниду.
Террорлуққа қарши туруш һәмкарлиқи йиғинда музакирә қилинидиған нуқтилиқ мәсилиләрниң бири. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити оттура асия әллири арқилиқ шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң паалийитини контрол қилишни үмид қилиду.
Бу қетимқи йиғинға хитай баш министири ли кечяң қатнашти. У пәйшәнбә күни ташкәнткә йетип кәлгән.
Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җүмә күни хитай билән өзбекистан 400 милйон долларлиқ келишим имзалап, хитай өзбекистан төмүрйол қурулушиға ярдәм беришкә вәдә бәргән.
Өзбекистан хитай тәминлигән қәрз пулға шәрқи өзбекистанни өзбекистанниң башқа районлириға туташтуридиған 2 төмүрйол тонили ясайду. Өзбекистан бу арқилиқ пәрғанә вадисиға таҗикистанниң соғда вилайити арқилиқ айлинип баридиған әһвалға хатимә беришни ойлайдикән.