Америка дөләт ишлар министирлиқи: шавкәт вә рәхим һошурларниң қоюп берилгәнликини қарши алимиз
2016.01.01
Америка дөләт ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитайниң әркин асия радиоси мухбири шөһрәт һошурниң икки қериндиши шавкәт һошур вә рәхим һошурниң қоюп берилгәнликини қарши алидиғанлиқини билдүрди.
Дөләт ишлар министирлиқи шәрқий асия - тинч окян бөлүминиң баянатчиси анна ричей - аллен “вашингтон почта гезити” гә бәргән баянатида, “америка әркин асия радиоси мухбири шөһрәт һошурниң қериндашлири шавкәт вә рәхим һошурларниң қоюп берилгәнликини қарши алиду” дегән.
У йәнә, “бу икки қериндаш 2014 - йили 8 - айда ‛дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзди‚, ‛дөләт мәхпийәтликини ашкарилиди‚ дегән мүҗмәл бир әйибләш билән тутқун қилинған. Биз уларниң түрмигә солинишиға изчил әндишимизни билдүрүп кәлгән идуқ” дәп тәкитлигән.
Шавкәт вә рәхим һошурлар 30 - декабир үрүмчидики түрмидин қоюп берилип, қорғас наһийәсидики аилисигә қайтуруп келингән. Әмма уларниң қандақ шәрт астида қоюп берилгәнлики мәлум әмәс.
Америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси йәнә, хитай даирилирини шөһрәт һошурниң түрмидики иниси тудахун һошурни қоюп беришкә чақирған.
Тудахун һошур 2014 - йили 6 - айда “дөләт бихәтәрлик тәһдит селиш җинайити” билән әйиблинип 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.
Хитай һөкүмити шөһрәт һошурниң қериндашлирини “дөләт хәвпсизликигә тәһдит селиш” билән әйиблисиму, әмма ахбарат әркинлик тәшкилатлири буниң шөһрәт һошурдин өч елишни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүрүп кәлди.