“шейин” ширкити әнглийә һөкүмитиниң әндишисини қозғимақта
2024.12.13
Ройтерс агентлиқиниң 12-декабирдики хәвиригә асасланғанда, әнглийәниң пул-муамилә назарәт идариси хитайниң мода кийим-кечәк парчә сетиш ширкити болған “шейин” (Shein) гуруһиниң пай чекини аммиға сетиш (IPO) ни тәстиқлашниң созулуп кетиватқанлиқини билдүргән. Шуниң билән бир вақитта әнглийә пул-муамилә назарәт идарисиниң “шейин” ниң тәминләш зәнҗирини назарәт қиливатқанлиқини вә уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш гуруппилириниң әйибләшлири түпәйли “шейин” ға мунасивәтлик қануний хәтәрни баһалаватқанлиқини илгири сүргән.
Хәвәрдә йәнә ички ишлар министирлиқиниң мустәқил назарәт қилиш оргини болған қуллуққа қарши туруш комитетиму мал билән тәминлигүчиләрниң әмгәккә даир паалийәтлири тоғрисидики әйибләшләр түпәйлидин һөкүмәт ичидә шейинниң пай чекини аммиға сетиштин әндишә қиливатқанлиқини тилға алған.
Тәкшүрүшләр нәтиҗисидә “шейин” ширкити намида дуняниң һәрқайси җайлирида кәң сетиливатқан мода кийим-кечәкләрниң хәлқарада “шинҗаң пахтиси” дәп тонулидиған пахтида ишләпчиқирилғанлиқи, бу пахтиларниң болса уйғурларниң мәҗбурий әмгики асасида терилидиғанлиқини ениқланған иди.
Америка вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң йеқинда “тему” ширкити намида америка базириға кириватқан мәһсулатларниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға хилап яки әмәсликини тәкшүрүш билән биргә, “тему” әпиниң қолланғучилар үстидин җасуслуқ қилиш еһтималлиқиниму тәкшүрүватқанлиқи мәлум болған иди. Мәлум болушичә, “шейин” гуруһиниң 2024-йиллиқ тиҗарәт соммиси 50 милярд америка доллириға йетиши мумкин икән.