Ши җинпиңниң “хоңкоң вә шинҗаң һәққидики йеңи қариши” кәң тәшвиқ қилинишқа башлиди

Мухбиримиз әзиз
2023.01.03
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

 2-январ күни хитай мәркизи телевизийә истансиси ши җинпиңниң 2023-йили һәққидики “йеңи үмидлири” қатарида униң хоңкоң вә уйғур дияриға барғанда сөзлигән сөзлирини топлап елан қилған. Шуниңдәк буниңға “рәис ши җинпиңниң хоңкоң вә шинҗаң һәққидики йеңи қариши” дәп мавзу қойған.

Мәркизий телевизийә истансиси елан қилған қисқа видийода ши җинпиңниң хоңкоңдики хизмәт зиярити җәрянида сөзлигән сөзлири қатарида “хоңкоң һазир қалаймиқанчилиққа хатимә  берип парлақ кәлгүсигә йүзләнмәктә” дегәнлики алаһидә гәвдиләндүрүлгән. Шундақла бу арқилиқ хоңкоңдики демократийә вә қанун арқилиқ идарә қилишни тәләп қилиш намайишиниң зорлуқ күчи билән бастурулуши пәрдазлап көрситилгән. Шу қатарда уйғур дияри һәққидики бөләктә “милләтләрниң иттипақ болуши һәмдә анарниң данисидәк зич уюшуши” мәхсус тәкитләнгән. Бу арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғур диярида иҗра қилинип келиватқан түрлүк сиясәт вә тәдбирлириниң мушу йосунда давам болидиғанлиқидин бешарәт берилгән.

Һалбуки бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ алий кеңиши 2022-йили елан қилған доклатта хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қилмишлири “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп тәсвирләнгәниди.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.