Талибанлар хитайниң “бир бәлбағ бир йол мунбири” йиғиниға қатнишидиған болған
2023.10.16
Афғанистан талибанлириниң бу һәптә бейҗиңда өткүзүлидиған хитайниң “бир бәлбағ бир йол мунбири” йиғиниға қатнишидиғанлиқи билдүрүлди. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, талибанларниң баянатчиси өткән шәнбә йәни 14-өктәбир күни талибанларниң сода-санаәт министири һаҗи норуддин әзизиниң 17-вә 18-өктәбир күнлири бейҗиңда өткүзүлидиған бу йиғинға қатнишидиғанлиқини ейтқан. Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә, талибанларни һечқандақ бир һөкүмәт етирап қилмисиму, лекин уларниң бу йиғинға тәклип қилиниши бейҗиңниң талибанлар билән болған рәсмий мунасивитиниң күчийиватқанлиқини көрситидиғанлиқи тәкитләнгән. Хитай талибанларни рәсмий етирап қилмиған болсиму, лекин у техи өткән айда кабулға баш әлчи тәйинлигәниди.
Һалбуки, хитай рәиси ши җинпиңниң “бир бәлбағ бир йол” пиланиниң 10 йиллиқ мунасивити билән чақирилған вә хитай даирилири тәрипидин бу йилқи “әң муһим дипломатик вәқә” дәп тәрипләнгән бу йиғинға талибанларниң тәклип қилиниши, әмма униңға ғәрбтики асаслиқ дөләт рәһбәрлириниң қатнашмайдиғанлиқи диққәт қозғимақта. Хитай бу қетимқи йиғинниң вақти вә униңға қатнишидиған кишиләрниң тизимликини йошурун тутуп кәлгән. У йиғин вақтини йиғиндин 6 күн бурун елан қилған болсиму, әмма униңға қатнишидиған меһманларниң толуқ тизимликини һазирға қәдәр елан қилмиған. Лекин CNN ниң ейтишичә, йиғинға русийә пирезиденти владимир путинниң қатнишиш еһтимали чоң икән.
Талибанларниң баянатчиси ахундзадә абдусалам җавад ройтерс агентлиқиға һаҗи нуруддин әзизиниң йиғинға қатнишидиғанлиқи вә “чоң мәбләғ салғучиларни тәклип қилидиғанлиқи” ни ейтқан. Униң қәйт қилишичә, һаҗи нуруддин әзизи бейҗиңда йәнә вахан каридорида йол ясаш мәсилисиниму музакирә қилидиғанлиқини билдүргән. Талибан ташқи ишлар министири әмир хан мутәқи бу айниң башлири хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкәндә, афғанистанда хитайға қарши “террорлуқ һәрикәтләр” гә йол қоймайдиғанлиқини ейтқаниди.