Тайланд сақчи тәрәп пәйшәнбә күнидики партлашқа аит йип учи игилигән

Мухбиримиз үмидвар
2016.08.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp


Тайланд сақчи тәрәп өткән пәйшәнбә күни тайландниң җәнубида йүз бәргән бомба һуҗумини кәлтүрүп чиқарғучиларниң ким икәнликини ениқлиғанлиқини билдүргән.

Әнглийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пәйшәнбә күни тайландниң җәнубидики әң ават саяһәт районида йүз бәргән арқиму - арқа партлаш вәқәсидә кәм дегәндә 4 адәм өлүп, 30 нәччә адәм яриланған.

Вәқәдин кейин, тайланд сақчи тәрәп бир қанчә гумандарни тутқун қилған болуп, сақчи тәрәп бу вәқәни бир шайкиниң бир кишиниң қоманданлиқида кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүрди.

Тайланд һөкүмити мәзкур һуҗумниң һәрбий һөкүмәтниң башчилиқидики асасий қанунға аваз бериш вә 2017 - йили өткүзүлмәкчи болған йеңи сайламдин нарази болғанларниң пәрдә арқисида пиланлиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма өктичиләр бундақ әйибләшни инкар қилған. Әмма, һазирғичә бирәр тәшкилат яки шәхс бу вәқәни садир қилғанлиқини зиммисигә алмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.