Толи наһийиси вә или вадисидики қаттиқ ямғур вә кәлкүн әнсизлик пәйда қилди

Мухбиримиз меһрибан
2016.08.02

Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, 28-29-июл күнлири чөчәкниң толи наһийисидики қаттиқ ямғур дин кейин, 31-июл вә 1-авғуст күнлири или дәря вадисидики күнәс, текәс вә ғулҗа наһийилиридиму қаттиқ ямғур йеғип бу йил яз пәслидики 2-қетимлиқ қара ямғур вә кәлкүн апити йүз бәргән.

Йәрлик һөкүмәт даирилири баянатида апәтниң еғир болғанлиқини билдүрүп, апәткә учриған хәлқниң көңлини әмин тапқузуш үчүн қутқузуш ишлириниң җиддий елип бериливатқанлиқи вә район вәзийитиниң муқимлиқиға капаләтлик қилишқа тиришиватқанлиқини билдүргән.

Ғулҗа наһийисидин радийомиз зияритини қобул қилған бир ханим бу қетимқи қаттиқ ямғур пәқәт икки күнла яққан болсиму, әмма ямғурдин кейинки кәлкүндә апәткә учриғанларниң бу йил 6-айдики рамизан мәзгилидә йүз бәргән 10 күнлүк қара ямғур вә кәлкүн апитигә охшашла, деһқанларниң туралғу өйлири, мал-қотанлири өрүлүп кетиш, етизлирини су бесип кетиштәк ақивәтләрни елип кәлгәнлики, гәрчә һөкүмәт хәвәрлиридә қутқузуш ишлириниң елип бериливатқанлиқи хәвәр қилинсиму, әмма деһқанларниң бу йил яздики зиянлириниң уларға зор иқтисадий зиян вә еғир роһи бесим кәлтүргәнликини билдүрди.

Хитай хәвәрләр торида 28,-29-июл күнлири чөчәкниң толи наһийисидә яққан қара ямғурда, тағдин кәлкүн келиш, лай-латқилар еқиш апити йүз берип, тағ оттурисидики ойманға җайлашқан толи наһийә базиридики кочилар су астида қелиш, сода базарлиридики боткиларға су кирип кетиш, аммиви әслиһәләр бузулуш, қатнаш тосулуш әһваллири көрүлгәнлики хәвәр қилинди.

Хәвәрдә йәнә ениқланған биваситә иқтисадий зиянниң 7 милйондин ашидиғанлиқи, наһийилик һөкүмәтниң апәттин қутқузуш ишлирини елип бериш билән бир вақитта район вәзийитиң муқимлиқиға капаләтлик қилишни тәкитлигәнлики қатарлиқлар тилға елинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.