Хитай америкини тор бузғунчилиқи билән әйиблиди

Мухбиримиз әркин
2013.05.08


Америка дөләт мудапиә министирлиқи хитай тоғрилиқ һәрбий доклат елан қилғандин кейин, хитай һөкүмити америкини чаршәнбә күни йәнә давамлиқ тәнқид қилди.

Хитай компартийисиниң авази - “хәлқ гезити” чаршәнбә күни мақалә елан қилип, һәқиқий тор бузғунчиси америкиниң өзи, дәп көрсәткән. Униң хитай билән қошна әлләр арисиға ихтилап селиватқанлиқини илгири сүргән.

Америка дөләт ишлар министирлиқи дүшәнбә күни доклат елан қилип, хитайниң һәрбий күчини давамлиқ кеңәйтиши, униң шәрқий вә җәнубий деңиздики һәрбий паалийити қошна әлләрни биарам қиливатқанлиқини билдүргән. Униң йәнә, америка аммиви вә һәрбий компютер сестимисиға һуҗум қилип, җасуслуқ паалийитини һәрбий заманивийлишишқа сәрп қиливатқанлиқини илгири сүргән иди. Хитайниң “азадлиқ армийә гезити” бәш бурҗәклик бинаниң доклатини “җуңгониң ички ишлириға қопаллиқ билән арилашқанлиқ” дегән. Америка дөләт мудапиә министирлиқи өзиниң доклатида, тунҗи қетим тор һуҗуминиң хитай һөкүмити вә армийиси билән четишлиқ икәнликини ашкара оттуриға қойған иди. Америка мәндиянт тор бихәтәрлик ширкити бу йил 2 - айда елан қилған доклатида, тор һуҗумини азадлиқ армийиниң шаңхәйдә турушлуқ бир қисими елип барғанлиқини илгири сүргән. Каспариский намлиқ йәнә бир ширкәт, хитай тор бузарлириниң д у қ тори вә қурултай хадимлириниң елхәт сандуқиға көп қетим һуҗум қилғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.