Уйғур аптоном районлуқ җ х назарити учур назарәт иқтидарини күчәйтидиғанлиқини уқтурди
Мухбиримиз меһрибан
2014.12.23
2014.12.23
Хитай һөкүмәт хәвәрлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ җ х назарити 2015-йилида интернет - учур системисини мукәммәлләштүрүп, тор сақчилири арқилиқ җинайәт гумандарлирини тутуш һәрикитини күчәйтидиғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, уйғур аптоном районидики сақчи даирилири 2014-йил бир йил ичидә тор сақчилири арқилиқ 5000 кишини из қоғлап тутқун қилған.
Йеқинқи йилларда хитайниң интернет контроллуқи күчәйгән, болупму уйғур аптоном райони тәвәсидә интернетта вә телефонда чәтәл хәвәрлирини көргән вә районда йүз бәргән вәқәләр һәққидә учур йоллиғанлар назарәт қилиш, тутқун қилиш обйекти қилинған. Һәтта җинайи җавабкарлиққа тартилип муддәтлик, муддәтсиз қамақ җазалириға һөкүм қилинған иди.