Пирезидент трамп хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшүш еһтималлиқини билдүрди
2025.02.20
Америка пирезиденти доналд трамп хитай рәиси ши җинпиңниң америкаға зиярәткә келидиғанлиқини мөлчәрләватқанлиқини, униң билән сода вә таможна беҗи қатарлиқ мәсилиләрдә сөһбәтлишиш керәк, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
“ройтерс агентлиқи” ниң 20-февралдики хәвиридә ейтилишичә, пирезидент доналд трамп 2-айниң 19-күни мухбирларға қилған сөзидә, хитай рәиси ши җинпиңниң америкаға зиярәткә келишигә иҗабий қарайдиғанлиқини, хитай билән сода җәһәттә келишим түзүш еһтималлиқи барлиқини билдүргән, әмма зиярәтниң конкрет вақтини демигән. Пирезидент трамп билән ши җинпиңниң сөһбәтлишип туруши яки зиярәт арқилиқ учришиши икки дөләтниң таможна беҗи мәсилисидики ихтилап вә зиддийәтлирини юмшитиши мумкин дәп қаралмақта икән.
Хәвәрдә дейилишичә, пирезидент трамп өзиниң йәнә хитай билән “тик-ток” тоғрулуқ сөһбәтлишиватқанлиқини, шундақла “тик-ток” ниң америкадики мулазимитини америка ширкәтлиригә сетишини қолға кәлтүрүшкә тиришиватқанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, ши җинпиң хитай рәһбири болғандин буян американи бәш қетим зиярәт қилған болуп, әң ахирқи қетим 2023-йил 11-айда сабиқ америка пирезиденти җов байдин билән көрүшүп, икки тәрәп армийәси оттурисидики учур-алақини әслигә кәлтүрүш вә фентанилни чәкләш мәсилисидә келишим һасил қилған. Пирезидент трамп болса, 1-айниң 20-күни вәзипигә олтуруштин илгири ши җинпиң билән телефонда көрүшүп тәйвән мәсилиси, сода вә “тик-ток” тоғрулуқ сөһбәтләшкән.
Хәвәрдә көрситилишичә, йиллардин буян америка-хитай мунасивити тәйвән мәсилиси, “тик-ток” ни чәкләш, кишилик һоқуқни қоғдаш, ковид вирусиниң тарқилиш мәнбәсини сүрүштүрүш җәһәттики ихтилаплар сәвәбидин җиддийлишип маңған. Арқидинла униңға таможна беҗи вә сода җеңи қошулған. Омумән ейтқанда, хитайниң америкаға асаслиқ тәһдит икәнликидәк бу реаллиқ америкадики сиясәтчиләрниң ортақ тонушиға айланған болуп, бу өз нөвитидә пирезидент трампниң хитай үстидин қандақ ғалип келиш параситигә бағлиқ мәсилигә айланған.