Америка учқучисиз күрәшчи айропиланини авиаматкидин нәтиҗилик қоюп бәрди
2013.05.15
Америка деңиз армийә даирилири сәйшәнбә күни бир учқучисиз күрәшчи айропиланини авиаматкидин тунҗи қетим нәтиҗилик қоюп берип тарих яратти.
Хәвәрләргә қариғанда, бу, хитай вә иран қатарлиқ рәқиблирини көздә тутқан америка армийисиниң мәзкур саһәгә қаритилған тәтқиқатини техиму чоңқурлаштурғанлиқини көрситидикән.
Бу қетим қоюп берилгән X-47B типлиқ учқучисиз реактип айропиланға “һавада учқучисиз уруш қилиш системиси” дәп нам берилгән. Айропилан виргинийә штати қирғиқидики USS- Georg H. W Bush Намлиқ авиаматкидин қоюп берилди.
Мәзкур реактип айропилан 65 минут айлинип учқандин кейин, мариланд штатидики деңиз армийә базисиға нәтиҗилик қондурулди. Муавин адмирал тәд бранч: бу бәк хушаллинарлиқ күн болди. 14-Май биз бир тарихий вәқәгә шаһит болдуқ, деди.
Ройтерста нәқил қилишичә, хәлқаралиқ истратегийә тәтқиқат мәркизидики дөләт мудапиә тәтқиқатчиси антоний кордсман мәзкур учқучисиз айропилан һәққидә тохтилип: бу, истратегийилик нуқтидин елип ейтқанда интайин муһим, деди.
Мәлум болушичә, мәзкур учқучисиз айропилан илгирики шу хилдики айропиланларға қариғанда юқири дәриҗидә мустәқил һәрикәт қилиш вә узун мусапилик йошурун учуш иқтидариға игә икән.