Америка кеңәш палатаси уруш җинайәтчилирини җазалаш қанун лайиһәси муқуллиди
2022.12.27
Америка кеңәш палатаси өткән һәптә қанун муқуллап, уруш җинайәтчилирини америкада җазалашниң даирисини кеңәйткән. Мәлум болушичә, қанун лайиһәсидә уруш җинайәтчилири яки зиянкәшликкә учриғучиларниң дөләт тәвәликигә қаримай, җавабкарларни сотқа тартишниң йоли ечилған. Кеңәш палатаси бу қанун лайиһәсини украина президенти зелениский өткән һәптә америкада зиярәттә болуп, дөләт мәҗлисидә нутуқ сөзлигән күни мақуллиған. Украина һөкүмити вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қәйт қилишичә, русийә бу йил 2-айда украинаға қораллиқ һуҗум қилғандин бери, украина пуқралириға қарита миңлиған йошурун уруш җинайити садир қилған.
“уруш җинайити қурбанлири үчүн адаләт қануни” намлиқ бу қанун лайиһәси демократик кеңәш палата әзаси дик дурбен билән җумһурийәтчи кеңәш палата әзаси чак граслей тәрипидин сунулған болуп, мәзкур қанун лайиһисидә дөләт мәҗлисиниң 1990-йили мақуллиған мәвҗут қануниниң даириси кеңәйтилгән. Американиң 1990-йили мақулланған қанунида уруш җинайити садир қилғучилар яки зиянкәшликкә учриғучилар пәқәт америка пуқраси болса, америкада әрз қилиш яки сотлиниши бәлгиләнгән иди.
Мәлум болушичә, йеңи қанун лайиһәсидә уруш җинайәтчилири яки зиянкәшликкә учриғучиларниң дөләт тәвәликигә қаримай, америкада сотлиниши вә адаләт тәләп қилишиға болидикән.
Йеңи қанун лайиһәсидә йәнә уруш җинайитиниң вақит чәклимиси бикар қилиниш билән бир вақитта, уруш җинайити садир қилған бирсини сотлаш үчүн америка әдлийә министириниң тәстиқини елиш бәлгилисиму бикар қилинған. Мәлум болушичә, бу қанун лайиһәси өткән һәптә кеңәш палатасида муқуллинип бир күндин кейин авам палатасиниңму мақуллишидин өткән. Нөвәттә, әзкур қанун лайиһәси президент байден имза қойғандин кейин рәсмий қанунға айлинидикән.