Америка дөләт мәҗлиси уйғур гурупписи қурулди
2024.04.16
16-Апрел күни, америка дөләт мәҗлисидә “уйғур гурупписи” (Congressional Uyghur Caucus) ниң қурулғанлиқи рәсмий җакарланди.
Гуруппиниң қурулуш мунасивити билән, америка дөләт мәҗлисидә мәхсус йиғин өткүзүлгән болуп, йиғинға уйғур һәрикити тәшкилати саһибханилиқ қилған. Униңға көплигән америка дөләт мәҗлис әзалири, кишилик һоқуқ мутәхәссислири, тәтқиқатчилар, лагер шаһитлири вә паалийәтчиләр қатнашқан.
Америка дөләт мәҗлисидики уйғур гурупписи хитай һөкүмити уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқни һәл қилиш вә бу һәқтики чүшәнчини ашуруш мәқсити билән қурулған болуп, йиғинда авам палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси майк маккол, авам палата әзаси том сузи вә авам палата әзаси кирис симит қатарлиқлар кириш сөзи қилған.
Улар сөзлиридә, америка дөләт мәҗлисидә қурулған бу гуруппиниң уйғурларға елип бериливатқан ирқий қирғинчилиққа болған нәпрәт вә һошярлиқни күчәйтип, 21-әсирдики бу әң еғир кишилик һоқуқ паҗиәсини түгитиш үчүн қәтий тиришидиғанлиқини тәкитлигән.
Уйғур һәрикитиниң иҗраийә директори рошән аббас ханим йиғинда сөз қилип, америка дөләт мәҗлисидә уйғур гурупписиниң барлиққа келишиниң әһмийитигә юқири баһа бәргән. У сөзидә “бу гуруппа уйғур мәсилисиниң америкадики асасий еқимға киргәнликиниң һәқиқий сигнали” дәп баһалиған. Шундақла у, әйни чағда дөләт мәҗлисидә уйғур гурупписи қуруш һәққидики тәлипигә қулақ селип, бу ишни вуҗудқа чиқарған авам палата әзаси том сози вә кирис симитларға тәшәккүрини билдүргән.
16-Апрел күни ечилған бу йиғинға йәнә, америка дөләт мәҗлиси америка-хитай риқабити алаһидә комитетиниң рәислириниң бири, авам палата әзаси раҗа киришнаморти, авам палата ташқи ишлар комитети әзаси майкел валтиз, авам палата әзаси җеннифер векистон ханим, америка хәлқара диний әркинлик комитети комиссари нури түркәл, америка дөләтлик демократийәни илгири сүрүш фонди муавин рәиси брайн җосиф (Brian Joseph) вә дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса қатарлиқлар қатнашқан һәм сөз қилған.