“уйғур сиясити қанун лайиһәси” мутләқ үстүн аваз билән мақулланди

Мухбиримиз әзиз
2022.12.01
uyghur-siyasiti-qanun-layihesi-awaz.jfif Америка дөләт мәҗлиси авам палатасида мақулланған “уйғур сиясити қанун лайиһәси” ниң аваз нәтиҗиси, 2022-йили 1-декабир, вашингтон.
c.span

Америка дөләт мәҗлисидә музакирә қилиниватқан уйғурлар һәққидики қанун лайиһәсидин “уйғур сиясити қанун лайиһәси” 1-декабир күни чүштин кейин 17 гә қарши 407 аваз билән америка авам палатасида мутләқ йоқури аваз билән мақулланди.

Бу қанун лайиһәсини 2022-йили 7-апрел күни америка кеңәш палатасиниң әзаси марко рубийо (Marco Rubio), авам палатасиниң әзаси яң ким (Young Kim) вә ами бера (Ami Bera) қатарлиқлар америка дөләт мәҗлисидә тонуштурған; шуниңдәк бу қанун лайиһәси арқилиқ хитай комунистик партийәси рәһбәрлик қиливатқан хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита иҗра қиливатқан түрлүк зиянкәшликлирини чәкләш һәмдә уйғурларниң нөвәттики әһвалиниң яхшилинишиға түрткә болуш нишан қилинған. Шу қетимлиқ тонуштуруш йиғинида марко рубийо әпәнди: “хитай компартийәси уйғурлар вә башқа түркий тиллиқ хәлқләргә йүргүзиватқан қирғинчилиқ вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилик қилмишлирини қәбиһ йосунда давам қилдуриватқанда, америка һөкүмити бу қабаһәтләргә сүкүт қилса болмайду. Шуңа мән дөләт мәҗлисидики барлиқ хизмәтдашлиримни бу қанун лайиһисини мақуллашқа аваз беришкә дәвәт қилимән” дегән иди.

Мәзкур қанун лайиһәсигә аваз бериш 1-декабир күни чүштин кейин өткүзүлди. Америка дөләт мәҗлисиниң әзалири айрим-айрим сөз қилип, уйғурлар дуч келиватқан зиянкәшликләрниң һелиму давам қиливатқанлиқини, шуңа бу җәһәттә америка һөкүмити техиму әмәлий һәркәтләрдә болуши лазимлиқини, бундақ әһвалда “уйғур сиясити қанун лайиһәси”ни мақуллашниң буниңдики бир муһим қәдәм һесаплинидиғанлиқини тәкитлиди.

 Мәзкур қанун лайиһәсиниң мақуллиниши хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан зиянкәшликлири вә қирғинчилиқлири изчил давам қиливатқан бир пәйткә тоғра кәлгән болуп, уйғурларниң нөвәттики вәзийити үчүн елип ейтқанда зор тарихий әһмийәткә игә, дәп қаралмақта. Техиму муһими, бу қанун лайиһәси уйғурлар һәққидә мақулланған илгирики қанунлардинму күчлүк йосунда оттуриға чиқип, америка һөкүмити вә ташқий ишлар министирликини уйғурлар һәққидә бир қатар әмәлий һәрикәтләрни қилишқа мәҗбурлайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.