Хитай даирилири ковид чәклимисини бошатқан болсиму, лекин “шинҗаңни башқуруш ситратегийәси” ни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди
2022.12.09
Хитай даирилири 24-ноябир үрүмчидики уйғурлар олтурушлуқ бинада йүз бәргән паҗиәлик от апитидин кейин ковид чәклимисини бошатқан болсиму, лекин районда “шинҗаңни башқуруш истратегийәси” ниң давамлиқ иҗра қилинидиғанлиқини билдүргән. Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткоминиң 10-нөвәтлик комитети йеқинда 6-қетимлиқ йиғин чақирип, буниңдин кейин районда йолға қоюлидиған сиясәтниң хизмәт йөлинишини орунлаштурған.
Йиғинда, юқири бесимлиқ зәрбә беришниң тәврәнмәс йүзлинишини сақлаш, хәтәрни башқуруш вә контрол қилиш хизмәт механизмини әлалаштуруш вә яхшилаш, һәр қайси җәһәтләрдики йошурун хәтәрниң алдини елиш һәм бир тәрәп қилиш тәләп қилинған.
Бу йиғин 11-айниң 20-күни ечилған болсиму, лекин хитай һөкүмәт таратқулириниң бу хәвәрни немә үчүн әмди беришидики сәвәб мәлум әмәс. Пәрәз қилинишичә, бу, мәзкур йиғинниң арқисидинла 24-ноябир күни үрүмчидә паҗиәлик от апити йүз берип, нурғун уйғурниң һаятидин айрилиши, хитайниң дөләт ичи вә сиртида кәң көләмлик наразилиқ һәрикәтлирини кәлтүрүп чиқирип, буниң түрткисидә хитайниң ковид чәклимисини бошитишқа мәҗбур болуши билән мунасивәтлик болуши мумкин икән. Йиғинда, “шинҗаңниң күчлүк заманиви сотсиялистик (хитай) дөлити бәрпа қилиштики истратегийәлик орнини айдиңлаштуруп”, районда “әтраплиқ, үч өлчәмлик вә әқлий иқтидарлиқ иҗтимаий бихәтәрлик мудапиә системиси бәрпа қилиш” тәкитләнгән.
Йиғин йәнә районда “җуңхуа миллити ортақ еңини мустәһкәм турғузуп, бошлуқ, мәдәнийәт, иқтисад, җәмийәт, психологийә қатарлиқ җәһәтләрдә һәр милләт кишилириниң һәр тәрәплимилик сиңип кетишини әмәлгә ашуруш”, “җоңхуа миллити ортақ еңини мустәһкәмләш җәһәттики һәр хил хизмәтләрни шәкил, һессият вә үнүмдарлиқ җәһәтләрдин яхши ишләш”, “силамни хитайлаштурушта чиң туруп, динни сотсиялистик җәмийәткә маслишишқа йетәкләш” ни тәләп қилинған.