Фирансийә агентлиқи: “уйғур диярида мәсчитләр ғайиб болғинидәк рамазанлиқ тәбрикләрму аңланмайдиған болди”

Мухбиримиз сада
2019.06.06

Хитай һөкүмити уйғур дияридики уйғурларниң диний әркинликиниң толуқ капаләткә игә болуватқанлиқи, мәсчитләрниң қоғдиливатқанлиқини күчәп тәшвиқ қиливатқан бир пәйттә фирансийә агентлиқи 6-июн “уйғур диярида мәсчитләр ғайиб болғинидәк рамазанлиқ тәбрикләрму аңланмайдиған болди” сәрләвһилик бир тәпсилий хәвәр елан қилинди. Хәвәрдә хитай һөкүмити районда чеқип түзливәткән мәсчитләр һәққидики учурларни дәлил-испатлар билән оттуриға қойди.

Фирансийә агентлиқиниң бу тәпсилий хәвири “асия бир” (Asia One) тор бетиниң 6-июндики саниға бесилған. Хәвәрдин мәлум болушичә, фирансийә агентлиқиниң мухбирлири 2017-йилидин буян уйғур дияридин 36 мәсчитниң чеқип түзливетилгәнликини сүний һәмраһ көрүнүши арқилиқ дәлилләп чиққан.

Хәвәрдә фирансийә агентлиқи мухбирлириниң бу йил уйғур дияриға елип барған зиярити һәққидиму тохталған болуп, бу җәрянда хотәндики чеқиветилгән бәзи мәсчитләрниң гүллүккә өзгәртилгәнлики, битонда пиядиләр йоли ясилип, әтрапида дәрәхләрниң тикилгәнлики нуқтилиқ баян қилинған.

Фирансийә агентлиқиниң мухбирлири бу йил роза һейт күни (хитай вақти бойичә 5-июн, чаршәнбә) қәшқәр “һейтгаһ җамәси” ниң имами мәмәт җүмә (илгири боғузлап өлтүрүлгән ‛һейтгаһ җамәси‚ ниң имами җүмә таһирниң оғли) ни зиярәт қилған. У сөзидә “бу йәрдә әзәлдин мәсчитләр чеқилип бақмиди, һәтта һөкүмитимиз қәшқәрдики бәзи муһим мәсчитләрни қоғдаш тизимликигә киргүзди,” дегән.

Нөвәттә пүтүн дунядики мусулманлар роза һейт хушаллиқиға чөмгән бир мәзгилдә уйғурларниң нормал диний паалийәтлириниң чәклимигә учриши вә узун йиллиқ тарихқа игә мәсчитләрниң чеқилиши мәсилисигә қарита чәтәлләрдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири инкас қайтуруп, буниң хитай һөкүмити өткәндә оттуриға қойған ислам динини “хитайчилаштуруш” урунушиниң рошән бир ипадиси икәнликини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.