Паспорт йиғивелиш сиясити уйғур аптоном районида омумйүзлүк иҗра қилинмақта
2016.10.20
Уйғур елиниң бир қисим җайлиридики җ х органлири тәрипидин чиқирилған паспорт йиғиш һәққидики уқтурушниң пүткүл уйғур ели миқясида охшаш иҗра қилинидиғанлиқи мәлум болди.
Бир қанчә күндин буян иҗтимаий таратқуларда шихәнзә, манас, қумул вә мидуң шәһиридики җ х тармақлириниң 18-өктәбиргичә паспортларни тапшуруп бериш һәққидики уқтуруши тарқилип, күчлүк диққәт қозғиған иди. Бүгүн истансимиз мухбири шихәнзә шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисигә телефон қилип, хәвәрни дәлиллиди. Телефонға чиққан хадим паспорт йиғивелиш сияситиниң уйғур елиниң барлиқ җайлирида бирдәк иҗра қилинидиғанлиқини ейтқан.
Униң ейтишичә, паспорт йиғивелиш һәққидики уқтуруш чаршәнбә күнидин етибарән тарқитилишқа башлиған болуп, шихәнзә шәһиридики аһалиләр келәр йили 2-айниң 16-күнигичә паспортлирини өзлири турушлуқ җайлардики җ х идарилиригә яки нопуси турушлуқ сақчиханиларға тапшуруп бериши икән.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди бу һәқтики сөзидә, паспорт йиғивелиш сияситиниң асаслиқ нишаниниң йәнила уйғурлар икәнликини вә буниң уйғурларниң саяһәт вә сәпәр әркинликини чәкләш, уларниң шәхси учурлирини игиләшни мәқсәт қилидиғанлиқини ейтип, хитай һөкүмитиниң бу сияситини тәнқид қилди.