Хитайдики саяһәт өмәклири уйғур райониға кәң көләмдә саяһәтчи әвәтишкә һазирланған

Мухбиримиз җәвлан
2020.09.30

Хитайчә “шинҗаң гезити” ториниң 30-сентәбир хәвәр қилишичә, ичкири хитайдики саяһәт өмәклири “шинҗаңға миң өмәк апириш” һәрикитини башлиған болуп, хитай саяһәтчилирини 2020-йил күзлүк вә қишлиқ саяһәтлирини шинҗаңда өткүзүшкә тәшкилләшкә башлиған. Хитай һөкүмити бу һәрикәт арқилиқ уйғур районида саяһәт қилидиған саяһәтчиләрни 300 миңдин ашуруш пиланланған.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу һәрикәтни хитай саяһәт җәмийити башлиған болуп, хитайдики 100 дин артуқ чоң саяһәт ширкәтлири буниңға актип аваз қошқан. Улар бу йил күз вә қиш пәслидә уйғур райониға 1000 дин артуқ өмәк әвәтидикән. Өз нөвитидә бу “шинҗаң яхши макан” намлиқ сиясий тәшвиқат паалийитиниң бир қисми икән.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай саяһәт өмәклири хитай һөкүмитиниң тәшвиқатиға маслишип, ичкири хитайдики саяһәтчиләрни уйғур районида көпләп саяһәт қилдуруш арқилиқ, бу районниң әмди хитай пуқралири үчүн тинч, хатирҗәм, әвзәл бир районға айланғанлиқини көрсәтмәкчи вә уларни бу җайда яшашқа җәлп қилмақчи икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.