Миссури шитати хитай һөкүмити үстидин сотқа әрз сунди

Мухбиримиз әзиз
2020.04.22

Миссури шитати хитай һөкүмитиниң таҗсиман вирусидики җавабкарлиқини әйибләп, бу һәқтә йезилған әрзнамини сотқа тапшурди. Буниң билән миссури шитати америкада бу һәқтә рәсмий әрз сунған тунҗи шитат болуп қалди.

Әнглийәдә чиқидиған “күндилик почта” гезитиниң 21-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, бу америкадики шәхсләрниң хитай һөкүмити үстидин әрз қилишидин зор дәриҗидә пәрқлинидиған бир вәқә икән.

Хәвәрдә ейтилишичә, миссури шитати хитай һөкүмитиниң миссури шитатида көрүлгән зор сандики өлүм-йитим вәқәсигә җавабкар болуши лазимлиқини, чүнки буниң хитай һөкүмитиниң вирус һәққидики учурларни ташқи дунядин ғәрәзлик һалда йошуруши билән биваситә мунасивәтлик икәнликини тәкитлигән. Әрзнамидә “хитай һөкүмитиниң ялғанчилиқи сәвәблик биз җудалиқ, роһий зәрбә, иқтисадий вәйранчилиқ вә ғайәт зор матәмгә гириптар болдуқ,” дейилгән.

Миссури штатлиқ әдлийә назаритиниң назири, баш тәптиш ерик шимисниң ишханиси бу һәқтә язма баянат елан қилип: “хитай һөкүмити вирус мәсилисидә дуняни алдиди. Шуниң үчүн улар бу қилмиш сәвәбидин келип чиққан барлиқ ақивәткә җавабкар болуши лазим,” дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, миссури штатида һазирғичә 200 дин артуқ киши вирустин юқумлинип җан үзгән болуп, вирус юқумдарлири алтә миңдин ашидикән. Бәзиләр миссури штатиниң мушу қетимлиқ вирус вабасида учриған зийинини аз дегәндиму 44 милярд америка доллири әтрапида, дәп мөлчәрлимәктә икән.

“муһапизәтчи” гезитиниң 20-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, америкадики вирус юқуми әң еғир болған ню-йорк штатидики үч вилайәтниң аһалиси шу күни дуня сәһийә тәшкилати үстидин әрз сунған. Әрзнамидә улар дуня сәһийә тәшкилатини “вирусниң хәвпигә сәл қариған һәмдә бу һәқтә тоғра мәлумат берәлмигән,” дәп әйиблигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.