“вашнгитон почтиси” : америка русийә билән хитайға тәң қарши туралайду
2022.08.05
Узундин буян кишиләрдә “русийә билән хитай күчлинип кәтти, америка уларниң һәр иккисигә тақабил туруп болалмайду” дәйдиған қараш һөкүм сүрүп келиватқаниди. 4-Авғуст күни “вашнгтон почтиси” гезитидә елан қилинған бир мақалидә юқириқи қарашниң хата икәнлики оттуриға қоюлған.
Мақалидә мундақ дейилгән: “бу һәптә америка һечқандақ җәң қозғимайла хитай билән русийәгә тәңла тақабил туралайдиғанлиқини, бәлки һәр қандақ җәңдә ғалип келидиғанлиқини көрсәтти. Нәтиҗидә америкада ‛русийәни қоюп хитайға қарши туруш керәк‚ дәйдиған җумһурийәтчиләр билән, ‛хитайни қоюп русийәгә қарши туруш керәк‚ дәйдиған демократчиларниң талишидиған йери қалмиди, чүнки һазир һәр иккисигә қарши туруватимиз”.
Америка җумһурийәтчиләр партийәсидин болған кеңәш палата әзаси тед круз (Ted Cruz) натони кеңәйтиш тоғрилиқ аваз бериш алдида мундақ дегән: “биз дуняниң башқа җайлиридин чекиниш арқилиқ хитайға зәрбә бәрмәймиз, бәлки уларға иттипақдашлиримиз билән бирлишип зәрбә беримиз”.
Мақалидә ейтилишичә, “америка русийәниң таҗавузчилиқи билән хитайниң таҗавузчилиқи оттурисида бирни таллиши керәк” дегән пикир қаримаққа тоғридәк көрүнсиму, әмәлийәттә америка һазир русийә билән хитайдәк икки мустәбит дөләтниң өзара бирлишивелишидәк вәзийәткә дуч кәлгән болуп, кәлгүсидики күрәш америка башчилиқидики ғәрб әллири билән русийә-хитай иттипақи, демократийә билән мустәбитлик, һәққанийәт билән зулум оттурисидики күрәш болидикән.