Windows 8.1 Мәшғулат системисиниң уйғурчә тил болиқи рәсмий елан қилинди
2013.11.20
Хитай һөкүмити уйғур тилини “тәрәққиятқа мас кәлмәйду” дегән баһаниләр билән чәкләватқан мәзгилдә, америкидики микрософт ширкити Windows 8.1 Мәшғулат системиси вә даңлиқ ишхана аптоматлаштуруш программисиниң уйғурчә тил болиқини рәсмий елан қилди.
Микрософт ширкити 12-ноябир уйғурчә тил болуқиниң йеңи нусхисини өз тор бетигә чиқирип, дуняниң һәрқайси җайлиридики компютер қолланғанлириға сунди.
Мәзкур тил болиқи елан қилинип 3 күндин кейин, Office 2013 йәни ишхана аптоматлаштуруш программисиниң уйғурчә тил болиқи сунулди.
Мәлум болушичә, Windows 8.1 Мәшғулат системисиниң уйғурчә тил болиқини үрүмчидики уйғурсофт ширкити тәминлигән икән.
Микрософт ширкити windows 8 мәшғулат системисини тунҗи елан қилғанда, пүтүнләй уйғурчә қоллайдиған, вә пүтүнләй уйғурчә көрүнидиған қилип ишләп чиққан. Бу уйғур тилиниң тәрәққиятидики муһим бурулуш нуқтилириниң бири дәп қаралған.
Микрософт ширкити Windows 8 ниң йеңиланған нусхиси-Windows 8.1 Ни техи бу йил өктәбирниң ахири базарға салған.
Хитай һөкүмити 2000-йиллидин буян “уйғур тили тәрәққиятқа мас кәлмәйду” дегән сәпсәтини көтүрүп чиқип, уйғур тилиниң маарип вә һөкүмәт саһәсидики ишлитилишини бара-бара тарайтқан иди.