Уйғурлар хитай дөләт байриминиң 70 йиллиқини хитайчә әнәнидә тәбрикләшкә мәҗбурланди
2019.10.01
Уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлирида хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи тәбриклиниватқанда уйғурларниң хитайчә әнәнә бойичә бу байрамни тәбрикләшкә мәҗбурлиниши диққәт қозғиди.
“тәңритағ” ториниң 30-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, қәшқәр, үрүмчи, хотән, корла қатарлиқ җайлардики уйғурлар өйлириниң алдиға хитайниң қизил байриқини вә хитайчә хәтлик қизил панусларни асқан. Уйғур өсмүрлириниң мәңзигә бир туташ хитай байриқи тамға шәкилдә бесилған. Йәнә бәзи җайларда болса хитайларниң аталмиш “инқилабий қурбанлири” ниң қәбрисигә гүлчәмбирәк қоюшқа тәшкилләнгән.
Анализчилар бу һәқтә пикир қилип, буниң мустәмликә һакимийәтләр һәрқачан қоллинип кәлгән кона усул икәнликини билдүрди. Вашингтон шәһиридики уйғур паалийәтчиләрдин илшат һәсән бу тоғрилиқ тохтилип: “хитайлар өзлириниң байриқини уйғурларниң йүзигә тамға қилип уралиған билән уларниң қәлбигә орниталмайду” деди.