Уйғур аптоном райониниң муавин баш тәптиши хиянәтчиликкә четилип тәкшүрүлүшкә башлиған
2015.12.30
Хитайниң хиянәтликкә қарши туруш оргини уйғур аптоном райониниң муавин баш тәптиши ли шавлинниң “интизамға хилаплиқ қилиш” билән әйиблинип тәкшүрүлүшкә башлиғанлиқини елан қилди.
Хитай мәркизи интизам тәкшүрүш комитети вә ревизийә министирлиқиниң ашкарилишичә, уйғур аптоном районлуқ юқири тәптиш мәһкимисиниң муавин баш тәптиши, тәптиш мәһкимиси парткоминиң даимий әзаси ли шавлин “интимзаға еғир хилаплиқ қилиш” сәвәблик тәкшүрүлүшкә башлиған.
Хәвәрдә, ли шавлинниң конкрет қандақ интизамға еғир хилаплиқ қилғанлиқи тилға елинмиған болсиму, әмма даириләр көп һалларда бу хил әйибләшни асасән хиянәтчи әмәлдарларға қоллиниду. Хитай ахбарат васитилиридин “хәлқ тори”ниң ашкарилишичә, ли шавлин 1959-йили шәншиниң вейнән наһийисидә туғулған.
У узун мәзгил уйғур райониниң әдлийә системисида болупму уйғур-хитай мунасивити әң сәзгүр районларниң бири, қәшқәрдә ишлигән. Ли шавлин уйғур районида йеқинқи бир йил ичидә хиянәтчилик билән әйиблинип қолға елинған яки тәкшүрүлүшкә башлиған аз сандики юқири дәриҗилик әмәлдарларниң бири.
Хитай һөкүмити уйғур районида хиянәтчилик, парихорлуққа зәрбә бериватқанлиқини илгири сүрсиму, әмма уйғур паалийәтчиләр компартийәниң уйғур районида муқимлиқни, дәп әмәлдарларниң парихорлуқ, хиянәтчилик һәрикитигә көз юмуватқанлиқини, буниң районда кишилик һоқуқ бузғунчилиқини еғирлаштуруватқанлиқини тәкитләп кәлди.