Хитай иқтисадиниң чөкүши техиму чоңқурлашқан
2024.10.18
Хитай һөкүмити күнсери касатлишиватқан хитай иқтисадини җанландуруш үчүн, иқтисадни қутқузушниң йеңи тәдбирлирини елан қилған бир пәйттә, униң 3-пәсилдики иқтисади үсүш сүрити өткән йилниң башлиридин буянқи әң төвән сәвийәгә чүшкән.
Хитай дөләтлик истатистика идарисиниң 18-өктәбир елан қилған санлиқ мәлуматида көрситилишичә, хитайниң сентәбирниң ахирлириғичә болған 3-пәсиллик иқтисадий өсүш сүрити аран 4. 6 Пирсәнт болуп, өткән йилниң охшаш мәзгилидикидин аз болған һәмдә хитайниң уни 5 пирсәнткә йәткүзүш пиланиға йәтмигән. Лекин BBC ниң хәвиридә, буниң йәнила анализчиларниң күткинидин азрақ яхши дәп қариливатқанлиқи билдүрүлмәктә. Әмма хитайниң иқтисадий ешишини өлчәш өлчими бойичә, бу униң иқтисадиниң арқа-арқидин икки пәсилдә әсли пиландики 5 пирсәнтлик өсүш сүритидин аста болуши һесаблинидикән.
Хәвәрләрдә, иқтисадий өсүш сүритиниң астилиши, хитай һөкүмитиниң қайғусини техиму еғирлаштуридиғанлиқи қәйт қилинмақта. “хәлқара пул фонди” хитай бөлүминиң сабиқ директори асвард прасад BBC ға қилған сөзидә, “һөкүмәтниң бу йиллиқ иқтисадий өсүш нишани җиддий тәһдит астида қалғандәк қилиду” дегән.
Хитай һөкүмити техи өткән һәптидә иқтисадни қутқузушниң бир йүрүш тәдбирлирини елан қилғаниди.
BBC Ниң билдүрүшичә, бәзи иқтисадшунаслар хитайниң иқтисадни қутқузуш тәдбирлири сәвәбидин, униң 4-пәсиллик иқтисадий өсүш сүритиниң пиландики 5 пирсәнткә йетишигә үмидвар қарисиму, “әмма бу даириләрниң иқтисадтики қурулма характерлик риқабәтләрни һәл қилишини тәләп қилиду” дәп қаримақта икән. Һалбуки, чәтәлдики хитай анализчилири хитай һөкүмитиниң иқтисадни қутқузуш пиланиниң пәқәт һазирқи иқтисадий касатчилиқтин қутулуштики вақитлиқ чарә икәнликини, компартийә һакимийитиниң тәврәп қелишидин қорқуп униң хитай иқтисадидики қурулма характерлик риқабәтләрни түптин һәл қилишиға гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрмәктә.