Ню-йоркта юқири дәриҗилик вәзипә өтигән бир хитай аял җасуслуқ гумандари болуп тутулған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.09.03

Ню-йорк иштатиниң башлиқи болуп хизмәт қилған 2 сабиқ әмәлдарниң қол астида ишлигән бир хитай аял, хизмитидики қолайлиқидин пайдилинип хитай һөкүмитигә ишлигәнлики вә нәччә милйон доллар нәп алғанлиқи үчүн, 9-айниң 3-күни сотланған.

Федератсийә тәптишиниң билдүрүшичә, линда сун исимлик бу хитай аял ню-йорк иштатиниң сабиқ башлиқлиридин кәтий һокул (Kathy Hochul) билән андири кумо (Andrew Cuomo) ниң қол астида муһим вәзипиләрни өтигән мәзгилидә, тәйвән һөкүмити вәкилиниң ню-йорк иштати башлиқиниң ишханисиға киришигә тосқунлуқ қилған, ню-йорк иштати һөкүмитиниң һөҗҗитини ялғандин ясап чиққан вә хитай һөкүмити билән давамлиқ бирдәкликни сақлиған. Буниң мукапати үчүн униң ери хитайда кәңри сода қилиш пурситигә еришкән.

Сотчиниң билдүрүшичә, линда сун әр-хотун ню-йоркниң манхаттан районидин қиммити 1 милйон 900 миң доллар қиммитидики бир өй, һавайда бир өй, фарари маркилиқ даңлиқ аптомобилдин бирни сетивалған.

Әйибнамидә ейтилишичә, линда сун йәнә америкаға кәлгән хитай өмәклири вә хитай әмәлдарлириниң һәр хил совғатлирини қобул қилған.

Лин сун 9-айниң 2-күни ери билән бирликтә, өзлири туруватқан узунчақ арал (long Island) дики 4 милйон долларлиқ өйидә тутулған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.