Мәмәтҗан өмәрниң хитай компартийәсиниң “1-июл алий медали” ға еришиши көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди

Мухбиримиз җәвлан
2021.06.29

Хитай таратқулириниң хәвиригә қариғанда, 100 йиллиқ хатирә күнини тәбрикләватқан хитай компартийәси 29-июл бейҗиңдики “хәлқ сарийи” да дағдуғилиқ мурасим өткүзүп, уйғур аптоном райони ғулҗа наһийәси оняр йезиси булуқай кәнтиниң партком секритари мәмәтҗан өмәргә “1-июл алий медали” бәргән, хитай рәиси ши җинпиң мукапат сәһнисидә уни тәбрикләп, медални өз қоли билән униң бойниға асқан.

Хитай һөкүмити мәмәтҗан өмәргә юқири баһа берип: “у милләтләр иттипақлиқини илгири сүргүчи үлгилик шәхс. У 30 йиллиқ асасий қатлам хизмити давамида бөлгүнчиликкә қәтий туруп, җәмийәт муқимлиқини қоғдиған; тәһдитләргә қарши көкрәк керип чиқип, җәмийәт аманлиқини сақлиған,” дәп тәриплигән.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай компартийәси бундақ паалийәтлиридә бирәр аз санлиқ милләт кадирини көтүрүп чиқиш арқилиқ, “компартийәгә садиқ болуш” тәшвиқатини қанат яйдуридикән. Коммунист хитай бу қетим мәмәтҗан өмәрни алаһидә тәшвиқ қилиш арқилиқ, бир яқтин уйғурларғиму шәрәп беридиғанлиқини көрситип, хәлқарадин келиватқан бесимни азайтишни мәқсәт қилған болса, йәнә бир яқтин, “уйғурлар пәқәт хитай компартийәсигә садиқ болғандила ниҗатлиққа вә ғәлибигә еришәләйду” дегән мәқсәтни ипадилимәкчи болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.