Хитай һөкүмити “хитайчә заманивилашқан шинҗаң” ниң қануний асасини мустәһкәмлимәкчи икән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.02.18

Хитайчә “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” ниң 18-феврал чиқарған хәвиригә қариғанда, 2-айниң 18-күни үрүмчидә “2025-йиллиқ аптоном районлуқ йәрлик қанун турғузуш хизмәт йиғини” ечилған. Йиғинда “хитайчә алаһидиликкә игә заманивилашқан шинҗаң бәрпа қилиш үчүн йәрлик қанун турғузуш хизмитиниң сүпитини өстүрүш” вәзиписи орунлаштурулған.

Аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң мудири зумрәт обул риясәтчилик қилған бу йиғинда, “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләштә қәтий чиң туруш, йәрлик қанун хизмитини күчәйтип пуқраларниң қанун еңини йәниму өстүрүш” тәкитләнгән. Зумрәт обул йәнә һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң йәрлик хәлқниң пикрини топлап, уларниң ирадиси вә әқил-параситини қанун маддилирида әкс әттүрүшни оттуриға қойған болсиму, хитай компартийәсиниң буйруқи қанун һесаблинидиған хитайда, қанунчилиқ қурулушиниң пүтүнләй шәкилвазлиқ түсини алғанлиқи мәлум.

Хитай “шинхуа тори” ниң хәвиридин мәлум болғинидәк, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 2024-йил 8-айниң 24-күни чақирған 35-нөвәтлик мудирлар йиғинда “ш у а р хәлқ қурултийи даимий комитетиниң америка һөкүмитиниң шинҗаң һәққидики җаза тәдбирлиригә қәтий қарши туруш” темисидики қарар лайиһәси мақулланғаниди. Сиясий анализчи илшат һәсән бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң һечқандақ күчи вә тәсири йоқ орган болушиға қаримай, пәқәт дөләт образи үчүн тикләп қоюлған, әмәлийәттә болса хитай компартийәсигә хизмәт қилидиған аппарат икәнликини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.