Хитай дөләт мудапиә министири қазақистанда йәнә “үч хил күчләр” тәһдитини көтүрүп чиқти

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.04.26

Қазақистанда зиярәттә болған хитай дөләт мудапиә министири доң җүн 25-апрел пирезидент тоқайеф билән көрүшкәндә, районда “үч хил күчләр” ниң тәһдити күчийиватқанлиқини қайта оттуриға қоюп, қазақистан билән һәрбий һәмкарлиқни чоңқурлаштурушни халайдиғанлиқини билдүргән. Мәлум болушичә, доң җүн қазақистан пайтәхти астанада өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дөләт мудапиә министирлириниң йиғиниға қатнишиш үчүн 24-апрел күни қазақистанға кәлгән. У, 25-апрел пирезидент қасим җумарт тоқайеф билән көрүшкәндә оттура асия райониниң “мурәккәп вәзийәт” кә дуч келиватқанлиқи, районда “үч хил күчләр” ниң һәрикити “техиму паал һаләткә кәлгәнлики” ни ейтқан. Һалбуки, хитайниң “үч хил күчләр” дегини террорлуқ, радикаллиқ вә бөлгүнчиликни көздә тутқан болуп, хитай аталмиш “үч хил күчләр” ни баһанә қилип, уйғурларни бастуруш билән әйиблинип кәлгәниди.

Хәвәрләрдә, доң җүн билән тоқайефниң “истратегийәлик маслишиш” ни күчәйтишкә келишкәнлики қәйт қилинмақта. Доң җүн астанада бу сөзләрни қилиштин бурун, уйғур аптоном районлуқ партком “үч хил күчләр” гә давамлиқ қарши турушни, районда муқимлиқниң һәммидин муһим икәнликини қайта тәкитләшкә башлиғаниди. “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, доң җүн “хитай армийәси қазақистан билән болған һәмкарлиқ саһәлирини кеңәйтишни, икки тәрәп армийәси оттурисидики мунасивәтниң тәрәққиятини чоңқурлаштурушни халайду” дегән. Қазақ учурлири агентлиқи Kazinform ниң хәвиридә, доң җүн билән қазақистан дөләт мудапиә министири җақсилиқофниң “әмәлийәтчан һәрбий һәмкарлиқ вә район бихәтәрлики вәзийити” һәққидә пикир алмаштурғанлиқини билдүрмәктә. Хәвәрдә, җақсилиқофниң “ортақ маневир өткүзүш, шуниңдәк хадимларни тәрбийәләш, мәдәнийәт вә тәнтәрбийә саһәлиридики алақини күчәйтиш” ни оттуриға қойғанлиқи билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.