Америка шәрқий вә җәнубий деңизда хитай тәһдитигә тақабил туруш тиришчанлиқини күчәйтмәктә

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.07.29

Америка ташқи ишлар министири антони биленкин 28-июл йәкшәнбә күни японийәдә “төт тәрәп хәвпсизлик диялоги” (QUAD) қа әза дөләтләрниң министирлири билән учрашқан. NBC Торида берилгән хәвәрдә ейтилишичә, америка, австралийә, һиндистан вә японийәдин тәркиб тапқан бу әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири нуқтилиқ һалда хитайниң шәрқий вә җәнубий деңиздики хәтәрлик һәрбий маневирлири вә һәрикәтлирини музакирә қилған һәмдә деңиз мудапиәси һәмкарлиқини чоңқурлаштурушқа вәдә қилишқан.

Шу күни йәнә, америка билән японийәниң ташқи ишлар министирлири вә дөләт мудапиә министирлири хәвпсизлик сөһбити өткүзгән болуп, сөһбәттин кейинки бирләшмә баянатта хитайни “район дуч кәлгән әң чоң истратегийәлик рәқиб” дәп җакарлиған.

Баянатта йәнә мундақ дейилгән: “биз шәрқий вә җәнубий деңизниң вәзийитигә әстайидил муамилә қилимиз. Биз бу районларниң һазирқи һалитини зорлуқ яки мәҗбурлаш васитиси арқилиқ өзгәртмәкчи болған бир тәрәплимә һәрикәткә күчлүк қарши туримиз”.

“вал ситрит журнили” ниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, америка билән японийә, японийәдә йеңи бир һәрбий қоманданлиқ мәркизи қуруп, бихәтәрлик алақисини күчәйтиш һәққидә келишкән. Бу қоманданлиқ мәркизи японийә тәрәп билән һәрбий һәрикәтни маслаштуруш, бирләшмә маневирни пиланлаш, әгәр уруш партлиған тәқдирдә дөләтни қоғдаштәк мәсулийәтләрни үстигә алидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.