Хитай һөкүмити бир қисим америка мухбирлириниң кинишкилирини йиғивалмақчи болған

Мухбиримиз әзиз
2020.03.17

Америка һөкүмити америка туприқида хизмәт қиливатқан бәш асаслиқ хитай ахбарат ширкитиниң характерини “чәтәл вакаләтчи ширкити” дәп бекиткәндин кейин хитай һөкүмити буниңдин өч елиш мәқситидә хитайдики бир қисим америка ахбаратчилириниң мухбирлиқ кинишкисини он күн ичидә тапшуруши лазимлиқини уқтурған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң 18-марттики уқтурушида көрситилишичә, бу қетим “ню-йорк вақти гезити”, “вашингтон почтиси”, “вал-стрет журнили” қатарлиқ бәш гезитниң барлиқ мухбирлири вә ишчи-хизмәтчилириниң толуқ учурини тапшуруши, юқириқи үч гезитниң мухбирлири он күн ичидә мухбирлиқ кинишкисини тапшуруши лазим икән.

Бирләшмә агентлиқниң 17-марттики хәвиридә ейтилишичә, америка һөкүмити хитай һөкүмити әвәткән 160 кишилик ахбарат қошунидики нурғун кишиләрниң америкада мухбирлиқ қилмайдиғанлиқини, әксичә охшимиған сорунларда хитай компартийәсиниң тәшвиқатини қилидиғанлиқини көрситип, уларниң саниға чәк қойған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.